Алим Әһәт

Будушқақ

Исим «ботаника» мурәккәп гүллүкләр аилисигә киридиған бир йиллиқ, саман ғоллуқ өсүмлүк. Йопурмиқи үч булуңлуқ; мевисиниң сиртида тикәнлири бар, уруқи җуңго тебабәтчиликидә дора қилиниду; ишшиқ қайтуруш, ағриқ пәсәйтиш, һөллүкни һәйдәш, йәл тарқитиш роли бар. Униңдин май елишқиму болиду. ②Сүпәт. Көчмә (адәмләргә нисбәтән) аҗралмайдиған, чаплашқақ: лутпулла көңлидә «бир будушқақ родупайдин азад боптимән» дәп интайин хушал болди.

Будушқақлиқ

①Сүпәт. Будушқақ бар, будушқақ өскән: будушқақлиқ йәр. Будушқақлиқ етиз. ②Исим. Будушқақ көп өскән җай: бәңваш қойлар сопитайниң шунчә тосушлириға қаримай, удул будушқақлиққа қарап чепип кетишти. ③Исим. Һә дегәндә кишиниң көзигә киривалидиған, йепишивалидиған бир хил қилиқ, йепишқақлиқ: тойға җиддий җабдунуватқан йаш айал, өзигә әгишип йиғлаватқан оғлиға қарап:-будушқақлиқиң қачанму түгәр-һә?-Дәп кайип қойди.

Будуңтәй

Рәвиш [хәнзучә] ①тәврәнмәй, мәзмут: у будуңтәй туратти. ②Көчмә мәнидики сөз. Һечнемини ғәм қилмай, хатирҗәм, ғәмсиз: у:-акаң қариғай абләқ будуңтәй һариқини ичип ойнаватиду,-дәп хийал сүрди.