Ғ

Мақал-Тәмсилләр (Ғ)

  • Ғазниң меңишини дораймән дәп қағиниң пути сунупту.
  • Ғәм басса, ғәпләтму басар.
  • Ғәм қилғучә пәм қил.
  • Ғәйрәтлик әрдин тағ қечип қутулалмас.
  • Ғәйритиң болса йултуз санайсән.
  • Ғора ғорини көрүп ала бопту.
  • Ғулачқа чидап ғеричқа чидимапту.
  • Ғуличи түгәп ғеричи қапту.
  • Ғерибсинсаң отсин.

Ғоҗимуһәммәд Муһәммәд

Ғоҗимуһәммәд Муһәммәд

Ғоҗимуһәммәд Муһәммәд 1971- йили 9- айниң 27- күни гума наһийәсиниң қоштағ йезисида туғулған. 1988- Йили қоштағ йезисида толуқ оттура мәктәпни пүттүргән. 1990- Йилидин 2002- йилғичә хотән пахта тоқумичилиқ фабрикисида ишчи болуп ишлигән. 2004- Йилдин башлап һазирғичә хотән вилайәтлик йолучилар тошуш баш бекитидә ишләп кәлмәктә. Әдәбий иҗадийити «йеңи қаштеши» журнилиниң 1990- йиллиқ 3- санида елан қилинған «мениң җәннитим» намлиқ шеир билән башланған болуп, һазирғичә аптоном районимиздики уйғурчә йезиқта чиқиватқан һәр қайси мәтбуатларда 2000 парчидин артуқ шеир вә нәсирлири елан қилинди. 30 Парчигә йиқин шеири хәнзучиға тәрҗимә қилинип елан қилинди. «Мәшрәп чөли», «әрниң еппити», «рәзил аптап», «дутарчи айал» намлиқ 50 парчигә йиқин шеирлири илгири- кийин болуп «хантәңри әдәбийат мукапати», «көкнур шеирийәт мукапати»,...

Давамини оқуң!

Ғази Әмәт

Ғази Әмәт

Даңлиқ рәссам Ғази Әмәт әпәнди 1935-йили қәшқәр шәһриниң қоған (һазирқи нәзәрбағ) йизисида дини зат аилисидә дунйаға кәлгән. Атиси әхмәт қазиахунум уқумушлуқ адән болғачқа Ғази Әмәтни әтраплиқ тәрбийлигән, 1946-йилидин 1950-йилғичә дини билим алған. Кичикидин рәсим сизишқа, рәссамлиққа һәвәс қилип кәлгән Ғази Әмәт балилиқ вақитлиридила рәсим сизип башқиларниң махтишиға сазавәр болған. Ғази Әмәт 1952-йили қәшқәр сифән мәктәпкә кирип оқуш пурситигә еришип шу мәктәпкә киргәндин кийин өз талантини намайән қилип рәссамлиқ саһәсигә чуңқур ул салған. У 1954-шинҗаң сәнәт иниститотиниң рәсим факолтитиға қобул қилинған вә у йәрдиму тиришип рәсим иҗадийитигә көп әҗир сиңдүрүп, пүтүн вуҗуди билән мәшиқ қилған, оқуш пүттүргәндин кийин шу мәктәптә ишлигән. Ғази Әмәт җуңгу рәссамлар җәмийитиниң даими һәйәт әзаси, шинҗаң Уйғур аптунум...

Давамини оқуң!