Тарих

Өмәрҗан Нури

Өмәрҗан Нури

Өмәрҗан Нури 1968-йили 4-айниң 25-күни хотән вилайити қарақаш наһийисиниң қарасай йезисида бир оқутқучи аилисидә дунйаға кәлгән. Башланғуч, оттура мәктәпни қарасай, қойчи йезилирида, толуқ оттура мәктәпни қарақаш наһийилик 1-оттура мәктәптә оқуған. 1986-Йили алий мәктәп имтиһанида иҗтимаий пәнләр бойичә әла нәтиҗә билән хитайниң чаңчүн шәһиридики шәрқи-шимал педагогика университетиниң тарих кәспигә қобул қилинған. Мәркизи милләтләр университетида икки йил тәййарлиқ оқуғандин кейин, шәрқи-шимал педагогика университетиниң төт йиллиқ тарих кәспини пүттүрүп, 1992-йили хотән педагогика мәктипи (һазирқи хотән педагогика институти) гә тарих оқутқучиси болуп ишқа чүшкән. 2000-Йиллири бейҗиңдики мәркизи милләтләр университетида тарих пәнлиридә магистирлиқ унванини алған. Өмәрҗан Нуриниң «нушриван йаушефниң бәргән мәлуматлирида уйғурлар», «турпан уйғурлириниң 1732-йилидики шәрққә көчүши һәққидә бир мәлумат», «аталмиш йаш қәшқәрликләр партийәси вә әндиҗан...

Давамини оқуң!

Турғун Алмас

Турғун Алмас

Турғун Алмас 1924- йили 10- айниң 30- күни қәшқәр конишәһәр наһийиси дөләтбағ йезисиниң тарбоғуз кәнтидә намрат аилидә дунйаға кәлгән. У 1934- йилидин 1939- йилиғичә, булақсу райони өркәш йеза башланғуч мәктипи билән қәшқәр конишәһәрдики нурбеши башланғуч мәктипидә оқуди. 1939- Йили 9- айдин 1942- йили 8- айғичә, үрүмчидики сабиқ өлкилик педагогика мәктипидә, 1956- йили 6- айдин 1957- йили 6- айғичә, лушүн әдәбийат институтида оқуди. Дәсләпки һайати вә иҗадийәтлири Турғун Алмас 40- йиллардин башлапла рус, франсуз, инглиз классик йазғучилири вә совет йазғучилириниң әсәрлири билән тонушушқа башлиған болуп, униң иҗади паалийитиму ашу йилларда башланған. Турғун Алмасниң иҗадий паалийити шеирийәттин башланған болуп, 1941- йили елан қилған «қайтмаймиз» намлиқ шеири шаир иҗадийитиниң тунҗи мевиси һесаблиниду. Турғун Алмас 1942- йили 8-...

Давамини оқуң!

Йалқун Рози

Йалқун Рози

Йалқун Рози 1966-йили 3-айниң 4-күни атуш шәһириниң тәбиий мәнзириси гүзәл тағлиқ йезиси ағуда тоғулған. Башланғуч вә толуқсиз оттура мәктәпни 1973-йилидин 1980-йилиғичә ағу йезисида оқуған. 1980-Йилидин 1982-йилиғичә қизилсу областлиқ 1-оттура мәктәптә оқуған. 1987-Йили шинҗаң университетиниң әдәбийат факолтитида оқуған вә оқуш пүттүргәндин кейин шинҗаң хәлиқ радио истансисиға қобул қилинип, мухбирлиқ қилған. 1991-Йили 1-айдин башлап «шинҗаң маарип гезити» Уйғур тәһрир бөлимидә муһәррир болуп ишлигән. 2005-Йилидин башлап шинҗаң маарип нәшрийати дәрслик бөлүмидә Уйғур тил-әдәбийат дәрсликлирини түзүш, тәһрирләш хизмитини қиливатиду. Йалқун Рози әдәбийат обзорчилиқи, публистик мақалә, җәдидизим тәтқиқати, нутуқ ликсийә, Уйғур тил-әдәбийат дәрсликлири түзүш вә нәшрийатчилиқ қатарлиқ җәһәтләрдә көзгә көринәрлик нәтиҗә-утуқларни қолға кәлтүргән болуп, «тәклимакандики алтун колдурма», «Мәмтили Әпәнди» (мерза сийит билән биллә), турмуштики пәлсәпә (тәрҗимә әсәр), ойғиниватқан...

Давамини оқуң!

Қурбан Мамут

Қурбан Мамут

Төһпикар журналист Қурбан Мамут 1950-йили, кучар наһийәси беһишбағ йеза, бостан кәнтидә туғулған. 1968-Йили наһийәлик 1-оттура мәктәпни пүттүрүп, 1972-йилдин 1976-йилғичә шинҗаң университети әдәбийат факултетида оқуған. 1976-Йилидин 1984-йилғичә шинҗаң хәлқ радийо истансисида мухбир, муһәррир болуп хизмәт қилған, 1985-йилидин башлап «шинҗаң мәдәнийити» журнилида мәсул муһәррир, баш муһәррир болуп ишләп 2011-йили  пенсийәгә чиққан. Қурбан Мамут «шинҗаң мәдәнийити» журнилида мәсул хизмәттә болған бу җәрйанда у Уйғур зийалийлири ичидики сәрхил қәләмкәшләрниң Уйғур мәдәнийити, тарихи, сийасий вә иҗтимаий тәрәққийати һәққидики бир йүрүш надир әсәрлирини таллап мәзкур журналда елан қилған. Журналист Қурбан Мамут ака узақ йиллиқ журналистлиқ һайатида уйғурларниң миллий ойғинишини изчил рәвиштә өз хизмитиниң баш нишани қилип тиклигән. Өзи ишләватқан «шинҗаң мәдәнийити» журнили таки шаир бәгмәт йүсүп мәсул муһәррирлик...

Давамини оқуң!

Рәшид Рәһмәти Арат

Рәшид Рәһмәти Арат вә уйғурлар

Аптори: Йүсүпҗан Йасин (тәрҗимә әсәр)
Рәшид Рәһмәти Арат қазан татарлиридин йетишип чиққан дунйави нопузға игә мәшһур түрколог.

У 1900- йили қазан шәһириниң ғәрбий шималидики кона үҗүмдә туғулған. 1906-1910-Йилларда башланғуч тәрбийисини алған. 1913- Йили қизилйар шәһиридә оттура мәктәпни, 1918- йили лисә (толуқ оттура мәктәп) ни тамамлиған.

1917-Йилидики болшивек инқилабидин кейин түрлүк җәмийәтләр қурулуп, улар қармиқида һәр хил жорналлар чиқирилишқа башлиған. Рәшиди рәһмәти арат достлири билән бирликтә «бирлик» намидики бир җәмийәтни қуруп, «йашлиқ теңи» дегән бир жорнални чиқарған вә дәстләпки қәләм синақлирини мушу журналдин башлиған.

Рәшид Рәһмәти Арат 1918- йили әскәрликкә елинип, алдинқи сәпкә әвәтилгән. 1919-Йили йарлинип сибирийигә йөткивитилгән. У, сибирийидә қазан татарлири топлишип олтурақлашқан йәрләрдики мәдәнийәт һәрикәтлириниң муһим иҗрачилиридин биригә айланған.

1922- Йили германийигә берип пәлсәпә...

Давамини оқуң!