С

Мақал-Тәмсилләр (С)

Сапал үчүн сақ қалғучә, гөһәр үчүн күкүм–талқан бол. Сахта дост ашкара дүшмәндин йаман. Садиқ дәп исим қойса, түлкә дәп ләқәм алди. Сараңға сот йоқ. Сараңни сараң дәвәрсә, күндә бир чишләм гөши сараң болар. Сағлам тәндә сап әқил. Сақал дигән өчкидиму бар. Сайәңгә қарап бойуңни өлчимә. Содиңиздин зерикмәң, херидарға терикмәң. Сора – сора билим апту, уйила – уйила кийин қапту. Соқушқақ хораз сәмирмәс. Сөрәлмә пайдидин әпчил зийан йахши. Сөз қелипида йахши, қилич ғилипида йахши. Сөзлисәм тилим көйиду, сөзлимисәм дилим көйиду. Сөзни қилиштин аввал, ағзиңда чайнап көр. Сөйдүргәнму тил, бәздүргәнму тил. Сөйгән йарим сән болсаң, көргән күнүм нимә болар. Су бешида қум аққузар, айиғида таш аққузар. Су кетиду таш қалиду, осма кетиду қаш қалиду. Суда пиишмай кигиз болмас, отқа чүшмәй бигиз болмас. Суға йеқин сучи келәр, чөлгә йеқин ночи келәр. Сунайчидин йәл кетиду,...

Давамини оқуң!