П

Пистан

Исим [русчә<فرانسۇزچە] ①<ھەربىي ئىشلار> Оқ мишикиниң кәйни қисмидики от елиш қурулмиси: пистан чақмақ. *У сақчилар ишлитидиған «45» типлиқ йан қорал оқиниң пистини иди. ②Бәтинкә қатарлиқ айағ кийимниң боғқуч өткүзидиған төшүкигә бекитилидиған йумилақ төшүклүк буйум: бәтинкигә пистан бекитмәк. ③Көңләк, чапан қатарлиқ кийимләргә қадилип түгмә вә пәтлә ролини ойнайдиған әркәкчишлиқ буйум.

Пишшиқлимақ

Пеил ①тәкрарлаш вә толуқлаш арқилиқ бирәр ишни, нәрсини пишшиқ, пухта өгәнмәк: у бир йилдин буйан мәркизий дохтурханиниң балилар кесәллики бөлүмидә ишлиди, кәспини пишшиқлиди. ②Йахши, мукәммәл һаләткә кәлтүрмәк: муһәррир мақалиниң дәсләпки оригиналини тәһрирләш җәрйанида уни пишшиқлап ишлиди. ③Чиңитмақ, чиң, пухта һаләткә кәлтүрмәк: гиләмни пишшиқлимақ. Кигизни пишшиқлимақ.

Пилан

Исим [русчә<لاتىنچە] خىزمەت ياكى ئىش-ھەرىكەتنىڭ ئالدىن بېكىتىلگەن مەزمۇنى ۋە ئۇنى ئەمەلگە ئاشۇرۇشنىڭ قەدەم-باسقۇچلىرى: تاغام ئۇنىڭ ئون يىللىق پىلانى ھەققىدىكى دوكلاتىنى ئاڭلاپ خۇشاللىق كۈلكىسىنى باسالماي قالدى.

Пинһан

Сүпәт [парсчә] кишиниң нәзиридин халий, киши нәзири асан чүшмәйдиған, хилвәт, халий: пинһан җай. ②Йошурун, мәхпий: қиз маңа қарап:-сән бу йәрдә көргәнлириңниң һәммисини кишиләргә ейтип йүрмә!-Деди. Мән:-әлвәттә пинһан тутимән!-Дедим.

Пийизәк

Исим <بوتانىكا> Қийақ аилисидики көп йиллиқ саман ғоллуқ өсүмлүк. Түгүнәк ғолида крахмал болиду, һарақ ечитишқа болиду; ғоли қәғәз йасашқа ишлитилиду; түгүнәк ғоли дора қилиниду, қанни маңғузуп хунни раван қилиш, һәзим қилишқа йардәм бериш, йәлни тарқитиш ролиға игә.