Инсаншунаслар

Өмәрҗан Нури

Өмәрҗан Нури

Өмәрҗан Нури 1968-йили 4-айниң 25-күни хотән вилайити қарақаш наһийисиниң қарасай йезисида бир оқутқучи аилисидә дунйаға кәлгән. Башланғуч, оттура мәктәпни қарасай, қойчи йезилирида, толуқ оттура мәктәпни қарақаш наһийилик 1-оттура мәктәптә оқуған. 1986-Йили алий мәктәп имтиһанида иҗтимаий пәнләр бойичә әла нәтиҗә билән хитайниң чаңчүн шәһиридики шәрқи-шимал педагогика университетиниң тарих кәспигә қобул қилинған. Мәркизи милләтләр университетида икки йил тәййарлиқ оқуғандин кейин, шәрқи-шимал педагогика университетиниң төт йиллиқ тарих кәспини пүттүрүп, 1992-йили хотән педагогика мәктипи (һазирқи хотән педагогика институти) гә тарих оқутқучиси болуп ишқа чүшкән. 2000-Йиллири бейҗиңдики мәркизи милләтләр университетида тарих пәнлиридә магистирлиқ унванини алған. Өмәрҗан Нуриниң «нушриван йаушефниң бәргән мәлуматлирида уйғурлар», «турпан уйғурлириниң 1732-йилидики шәрққә көчүши һәққидә бир мәлумат», «аталмиш йаш қәшқәрликләр партийәси вә әндиҗан...

Давамини оқуң!

Мутәллип Сидиқ Қаһири

Мутәллип Сидиқ Қаһири

Атақлиқ тилшунас, иҗтиһатлиқ журналист, Уйғур киши исимлири тәтқиқатчиси Мутәллип Сидиқ Қаһири әпәнди 1950-йили қәшқәр йеңишәһәр наһийисидә туғулған. 1968-Йилидин 1971-йилиғичә қайта тәрбийәдә болған. 1983-Йили қәшқәр педагогика иниститутини пүттүрүп шу мәктәптә оқутқучилиқ қилған. 1991-Йилидин тартип «қәшқәр педагогика иниститути илмий журнили» да муһәррир болуп ишлигән. «Уйғур киши исимлири вә униң мәниси» намлиқ китаби 1992-йили бесилған. Кейин йәнә «исимни қандақ қойуш керәк», «исим қойуш қолланмиси», «Уйғур киши исимлири» (1998) қатарлиқ китаблири нәшр қилинған. Уйғур киши исимлири һәққидә 30 парчидин артуқ мақала елан қилған, бу мақалиларниң көпи «хәзиниләр ачқучи» (2006) намлиқ китабиға киргүзүлгән. «Әрәб тилидин асас» намлиқ үч қисимлиқ китаби, «әрәбчә сөзлишиш», «әрәб тили елипбәси», «әрәб тили қаидилири», «әрәб тилини муәллимсиз өгиниш» дегән китаблири нәшр...

Давамини оқуң!

Раһилә Давут

Раһилә Давут

Раһилә Давут (Rahile Dawut) 1966- йили 5- айда үрүмчидә зийалий аилисидә туғулған. 1983- Йили 9- айдин 1987- йили 7- айғичә шинҗаң университетиниң әдәбийат факултетида толуқ курста оқуған. 1987- Йили 9- айдин 1990- йили 7- айғичә шинҗаң университети әдәбийат факултетида хәлқ еғиз әдәбийати кәспи бойичә аспирантлиқта оқуған. 1994-Йили 9- айдин 1995- йили 7- айғичә бейҗиң педагогика университетида билим ашурған. 1995- Йили 9- айдин 1998- йили 7- айғичә бийҗиң педагогика университетида фолклор кәспи бойичә доктор аспирантлиқта оқуған вә «уйғурларниң мазар мәдәнийити үстидә тәтқиқат» намлиқ докторлуқ диссертатсийәсини мувәппәқийәтлик тамамлап, докторлуқ унваниға еришкән. 1998- Йилидин башлап, шинҗаң университети филологийә институтида оқутқучи болуп ишлигән. 1999- Йили дотсентлиқ унваниға еришкән. 2002- Йили фолклор илми бойичә магистир аспирант...

Давамини оқуң!

Рәшид Рәһмәти Арат

Рәшид Рәһмәти Арат вә уйғурлар

Аптори: Йүсүпҗан Йасин (тәрҗимә әсәр) Рәшид Рәһмәти Арат қазан татарлиридин йетишип чиққан дунйави нопузға игә мәшһур түрколог. У 1900- йили қазан шәһириниң ғәрбий шималидики кона үҗүмдә туғулған. 1906-1910-Йилларда башланғуч тәрбийисини алған. 1913- Йили қизилйар шәһиридә оттура мәктәпни, 1918- йили лисә (толуқ оттура мәктәп) ни тамамлиған. 1917-Йилидики болшивек инқилабидин кейин түрлүк җәмийәтләр қурулуп, улар қармиқида һәр хил жорналлар чиқирилишқа башлиған. Рәшиди рәһмәти арат достлири билән бирликтә «бирлик» намидики бир җәмийәтни қуруп, «йашлиқ теңи» дегән бир жорнални чиқарған вә дәстләпки қәләм синақлирини мушу журналдин башлиған. Рәшид Рәһмәти Арат 1918- йили әскәрликкә елинип, алдинқи сәпкә әвәтилгән. 1919-Йили йарлинип сибирийигә йөткивитилгән. У, сибирийидә қазан татарлири топлишип олтурақлашқан йәрләрдики мәдәнийәт һәрикәтлириниң муһим иҗрачилиридин биригә айланған. 1922- Йили германийигә берип пәлсәпә...

Давамини оқуң!