А

Җуңхуа Хәлқ Җумһурийитиниң Асасий Қануни

1982- Йили 12- айниң 4- күни 5- нөвәтлик мәмликтлик хәлқ қурултийиниң 5- йиғинида мақулланған, 1982- йили 1 - айниң 4- күни мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң елани билән йолға қойушқа җакарланған, 1988– йили 4- айниң 12– күни 7- нөвәтлик мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң 1– йиғинида мақулланған «җуңхуа хәлқ җумһурийити асасий қануниниң түзитилмиси», 1993– йили 3 – айниң 29– күни 8– нөвәтлик мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң 1– йиғинида мақулланған «җуңхуа хәлқ җумһурийити асасий қануниниң түзилтилмиси» вә 2004– йили 3– айниң 14– күни 10– нөвәтлик мәмликәтлик хәлқ қултийитиниң 2– йиғинида мақуллланған «җуңхуа хәлқ җумһурийити асасий қануниниң түзитилмиси» гә асасән түзитилгән. 1 – Баб омумий программа 1 – Мадда җуңхуа хәлқ җумһурийити ишчилар синипи рәһбәрлик қилидиған, ишчи, деһқанлар иттипақини...

Давамини оқуң!

Абдулла Абдуреһим

Abdulla Abdurehim - абдулла абдуреһим

  Абдулла абдуреһим – өзиниң пикири чоңқур, һисийатқа вә тәсирләндүрүш күчигә бай лерик нахшилири арқилиқ тамашибинларниң қәлбидин чоңқур орун алған талантлиқ нахша чолпинидур. У, 1969-йили 10-айниң 1-күни маралбеши наһийисиниң тумшуқ йезисида туғулған. Абдулла абдуреһимниң балилиқ һайати қәдими долан муқамлири вә долан мәширәплири қучиғида өткәчкә униңда ашу сәби чағлардин башлапла сәнәткә болған күчлүк иштийақ шәкилләнгән. 1987-Йили 5-айда шинҗаң сәнәт иниститоти тийатир фалколтитиниң бир қисим оқутқучилири маралбеши наһийисгә оқуғучи алғили берип, абдулла абдуреһимдики йушурун сәнәт талантини байқайду- дә, уни сәнәт иниститотиға қубул қилиду. Шу йили 9-айдин етибарән у һәқиқи сәнәт һайатини башлиди. У сәнәт иниститотидики оқуғучилиқ ﮬайатида бир тәрәптин сәһнидә образ йаритиш маһарәтлири вә тийатир билимлирини өгәнсә, йәнә бир тәрәптин нахса сәнтигә чоңқур...

Давамини оқуң!

«Адаргүл» Нахшисиниң Текистини Зади Ким Йазған?

Абдуғени сейит

Искәндәр җелил (қомул таранчидин)
Хәлқ ичидә тарқиливатқан нурғун нахшиларни әмәлийәттә бәзи кишиләр иҗад қилған, лекин нахша омомлишип, униң иҗаткариниң нами көпинчә әһвалларда тилға елинмиғачқа, бу нахшилар омомән хәлқ нахшиси дәп атилип кәлмәктә.

Йеқинда, хотәндики бәзи пидаийларни зийарәт қилиш давамида, «адаргүл» нахшисиниң текистикини йазған шаир абдуғени сейит акимиз билән тасаддипий учришип қалдим. У бу һәқтә мундақ дәп һекайә қилиду:

1969-Йили 11-айда, абдуғени сейит ака гума наһийәси қоштағ йезилиқ оттура мәктәптә оқутқучилиқ қиливататти. Бу чағларда мәдәнийәт инқилаби хели әвҗигә чиққан болуп, лйу шавчи, диң шавпиң қатарлиқларни әксилинқилабчи, капитализм йолиға маңған һоқуқдарлар дәп тартип чиқирилған иди. Абдуғени сейт акиниң қәлими күчлүк, авази йаңрақ болғачқа, көпинчә йиғинларда шуар товлаш үчүн чиқирип қойулатти. Бир қетимлиқ чоң пипән...

Давамини оқуң!

Абликим Әмәт

Абликим Әмәт

Фотограф вә хәттат Абликим Әмәт 1963-йили 5-айниң 1-күни вәтинимиздики байинғолин моңғул аптонум областиниң хошут наһийәсидә туғулған. Башланғуч вә оттура мәктәпләрни хошут наһийәсидә оқуған. Алий техникомни пүттүргән. Абликим Әмәт кичикидинла гүзәл-сәнәткә, рәсим сизиш вә һөсн хәт йезишқа штийақ бағлиған болуп, өзлүкидин тиришип өгүнүп кейинки вақитларда Уйғур дийарида нәшир қилинған нопузлуқ гезит-журналларда көплигән һөсн хәт вә фото сүрәт әсәрлирини елан қилған. Абликим Әмәт пәвқуладдә талантлиқ фотограф, униң сүрәткә алған Уйғур райониниң мәнзириси, дәрйалири, тағлири, қәдимки дәрәхлири вә пәқәт тәбиәтла йариталайдиған рәңдарлиқни әкс әттүргән әсәрлири униң вәтини, тарих, мәдәнийәт, әнәнә вә ривайәтлирини тәнтәнә қилиду вә шундақла униң сеғиниши ипадилиниду. Униң әң тоғра пәйтни туталиған бу фото-сүрәтләрдики образларниң мукәммәллики, фотографниң күзитишчанлиқидики хаслиқ, өзгичилик һәмишә...

Давамини оқуң!

Абдурахман Қаһар

Абдурахман Қаһар

Абдурахман Қаһар 1936-йили 11- айда ғулҗа шәһиридә қол һүнәрвән аилисидә туғулған. 1945-Йилидин 1952-йилиғичә башланғуч вә оттура мәктәп тәрбийисини ғулҗа шәһиридә алған. 1952-Йили 9-айда ғулҗидики әхмәтҗан қасими намидики билим йуртиға кирип бир йил оқуғандин кейин, 1953-йили 9-айда сабиқ шинҗаң иниститутиниң тил-әдәбийат факултетида оқушқа киргән вә 1956-йили оқуш пүттүргәндин кейин үрүмчи вә ғулҗиларда маарип саһәсидә ишлигән, кейин или педагогика иниститоти тил-әдәбийат факултетиға йөткилип оқутқучилиқ қилған. 1988-Йилидин етибарән шинҗаң йазғучилар җәмийитиниң кәспий йазғучиси болуп ишләшкә башлиған Абдурахман Қаһар, дөләтлик 2- дәриҗилик кәспий йазғучи, җуңго йазғучилар җәмийитиниң әзаси, җуңго аз санлиқ милләт йазғучилири илмий җәмийитиниң һәйәт әзаси иди. Пишқәдәм Уйғур йазғучиси Абдурахман Қаһар 2020-йили 12-декабир күни 85 йешида үрүмчидә вапат болған.
Абдурахман Қаһар әдәбийат саһәсигә...

Давамини оқуң!

Абдуреһим Өткүр

Абдуреһим Өткүр

Уйғур бугүнки заман әдәбийатиниң йарқин намайәндилиридин, йирик шаир вә йазғучи мол нәтиҗилири билән хәлқимизниң көңүл төридин орун елип келиватқан истидатлиқ мәрһум әдәбийатшунас алим Абдуреһим Өткүр 1923- йили қумулда оттураһал тиҗарәтчи аилисидә дунйаға кәлгән. У өз ата- анисидин кичикидила айрилип, йетим қалған. Дадиси тиләш бегим артуш тиҗәнлик киши болуп, аләмдин өтәр чеғида, әмдила төрт йашқа киргән абдуреһимни қумул мөтивәрлиридин болған дости осман һаҗиға оғуллуққа беривәткән. Осман һаҗим көпни көргән, оқумушлуқ, тәрәққийпәрвәр киши иди. У өмүр бойи пәрзәнт йүзи көрмигән болғачқа, абдуреһимни интайин арзулап вә көңүл қойуп тәрбийилигән. Уни өзи оқутуп хәт-савадини чиқарғандин кейин, диний мәктәпкә бәргән. Диний мәктәптә дәрслик қилинған классик әсәрләр ичидә «соڧи аллайар» дегән китаб тилиниң чүшинишлик, аммибаб, гүзәл,...

Давамини оқуң!

Абдуқадир Җалалидин

Абдуқадир Җалалидин

Абдуқадир Җалалидин 1964-йили қәшқәрдә туғулған. 1982-Йили 9-айдин 1986-йили 7-айғичә қәшқәр пидагогика иниститутида оқуған. 1986-Йили 7-айдин 1988-йили 9-айғичә шинҗаң тәҗрибә оттура мәктипидә оқутқучи болған. 1988-Йили 10-айдин 1990-йили 7-айғичә шинҗаң маарип иниститути илмий тәтқиқат орнида илмий журнал муһәррирликини үстигә алған. 1990-Йили 8-айдин 2009-йили 11- айғичә шинҗаң маарип иниститутиниң филологийә шөбә иниститутида оқутқучилиқ қилған. 1993-Йили 1-айда лекторлуқ унваниға еришкән. 1998-Йили 11-айда муавин пироффисорлуқ унваниға еришкән. 2004-Йили 11-айда проффисорлуқ унваниға еришкән. 2005-Йили 7-айда шинҗаң маарип иниститути филологийә шөбә иниститутиниң пәнний саһәдики башламчиси болуп баһаланған. 2009-Йили 11-айда шинҗаң пидагогика университитиға йөткилип килип, аспирант йитәкчиси болған. Абдуқадир Җалалидин нурғунлиған шеир, мақалә, тәрҗимә әсәрләрни йезип нәшир қилдурған болуп, көпинчиси уйғурлар талишип оқуйдиған әсәрләргә айланған. Бир қисим әсәрлири даңлиқ аваз артислири тәрипидин...

Давамини оқуң!

Арам

Исим [парсчә] ①һардуқ, дәм: арам алмақ. Арам бәрмәк.*Палта чүшкүчә көтәк арам апту (мақал). ②Хатирҗәмлик, раһәт, һузур: лекин ана йалғуз қизиниң алиқанлиридин җениға арам сезиду .③Көчмә. Айилиш, сақлиниш: мевә-чевә ашлиққа арам бериду.