Уйғур Докторлири

Халмурат Ғопур

Халмурат ғопур

Халмурат ғопур 1960-йили үрүмчи шәһиридә оқутқучи аилисидә туғулған болуп, у кичикидин хәнзу тили мәктипидә оқуған. 1982- Йили әла нәтиҗә билән шаңхәй җуңйи иниститотини пүттүргән. Мәктәп тәшкили уни мәктәпкә елип қелишни қарар қилған болсиму қан-қениға сиңип кәткән ана йурт сөйгүси, шинҗаң билән шаңхәй оттурсидики мәдәнийәт, иқтисад вә башқа җәһәтләрдики чоң пәриқни түгитиш үчүн у йәнила өз йуртиға- тәңритағ етикигә қайтип кәлди. Халмурат ғопур қайтип кәлгәндин кейин тәшкилниң тәқсиматиға аңлиқ бойсунуп, аптоном районлуқ җуңйи дохтурханисиға орунлашти. Мәктәп дәрвазисидин әмдила чиқип, җәмийәттин ибарәт бу шавқунлуқ дәрйаға шуңғуған халмурат ғопур әмәлий хизмәт давамида нурғун қийинчилиқларға дуч кәлди. Хизмәт давамида у билим сәвийисини давамлиқ йеңилимиса болмайдиғанлиқини һес қилип 1985- йили шинҗаң тиббий иниститоти ғәрпчә давалаш...

Давамини оқуң!

Өмәрҗан Нури

Өмәрҗан Нури

Өмәрҗан Нури 1968-йили 4-айниң 25-күни хотән вилайити қарақаш наһийисиниң қарасай йезисида бир оқутқучи аилисидә дунйаға кәлгән. Башланғуч, оттура мәктәпни қарасай, қойчи йезилирида, толуқ оттура мәктәпни қарақаш наһийилик 1-оттура мәктәптә оқуған. 1986-Йили алий мәктәп имтиһанида иҗтимаий пәнләр бойичә әла нәтиҗә билән хитайниң чаңчүн шәһиридики шәрқи-шимал педагогика университетиниң тарих кәспигә қобул қилинған. Мәркизи милләтләр университетида икки йил тәййарлиқ оқуғандин кейин, шәрқи-шимал педагогика университетиниң төт йиллиқ тарих кәспини пүттүрүп, 1992-йили хотән педагогика мәктипи (һазирқи хотән педагогика институти) гә тарих оқутқучиси болуп ишқа чүшкән. 2000-Йиллири бейҗиңдики мәркизи милләтләр университетида тарих пәнлиридә магистирлиқ унванини алған. Өмәрҗан Нуриниң «нушриван йаушефниң бәргән мәлуматлирида уйғурлар», «турпан уйғурлириниң 1732-йилидики шәрққә көчүши һәққидә бир мәлумат», «аталмиш йаш қәшқәрликләр партийәси вә әндиҗан...

Давамини оқуң!

Зулпиқар Барат Өзбаш

Зулпиқар Барат Өзбаш

Зулпиқар Барат Өзбаш 1975- йили ақсу учтурпан наһийисидә туғулған. 1992- Йилидин 1996- йилиғичә шинҗаң университетиниң җуңго тиллири факултетида оқуған. Оқуш пүттүргәндин кейин аптоном районлуқ дөләт баҗ идарисиниң тәрҗимә башқармисида тәрҗиман, сабиқ «шинҗаң баҗ ишлири» журнилида тәһрир вә мәзкур идариниң «баҗ кадирлирини тәрбийәләш мәркизи» дә оқутқучи болуп ишлигән. У әдәбий тәрҗимигә 1992- йили алий мәктәптә оқуватқан мәзгилидин башлап киришкән болуп, җуңгу вә чәт әл әдәбийатидики көплигән даңлиқ әсәрләрни тәрҗимә қилип тонуштурған вә әдәбий тәрҗимә маһарити һәққидә чоңқур издәнгән. У тәрҗимә қилған әсәрләрниң тили интайин раван, йеқишлиқ, пасаһәтлик, чүшинишлик болуп, оқуған кишигә ана тилда йезилғандәк туйғу бериду. У әдәбий тәрҗимини дәсләптә хәнзу әдәбийатидин башлиған болуп, «тухумәк дәрихи астида», «сесиқ пайпақ мода болған...

Давамини оқуң!

Раһилә Давут

Раһилә Давут

Раһилә Давут (Rahile Dawut) 1966- йили 5- айда үрүмчидә зийалий аилисидә туғулған. 1983- Йили 9- айдин 1987- йили 7- айғичә шинҗаң университетиниң әдәбийат факултетида толуқ курста оқуған. 1987- Йили 9- айдин 1990- йили 7- айғичә шинҗаң университети әдәбийат факултетида хәлқ еғиз әдәбийати кәспи бойичә аспирантлиқта оқуған. 1994-Йили 9- айдин 1995- йили 7- айғичә бейҗиң педагогика университетида билим ашурған. 1995- Йили 9- айдин 1998- йили 7- айғичә бийҗиң педагогика университетида фолклор кәспи бойичә доктор аспирантлиқта оқуған вә «уйғурларниң мазар мәдәнийити үстидә тәтқиқат» намлиқ докторлуқ диссертатсийәсини мувәппәқийәтлик тамамлап, докторлуқ унваниға еришкән. 1998- Йилидин башлап, шинҗаң университети филологийә институтида оқутқучи болуп ишлигән. 1999- Йили дотсентлиқ унваниға еришкән. 2002- Йили фолклор илми бойичә магистир аспирант...

Давамини оқуң!

Әркин Сидиқ

Әркин Сидиқ

Әркин Сидиқ 1950-йиллириниң ахирлири җуңгода башланған «мәдәнийәт зор инқилаби» ниң қалаймиқанчилиқи һәммә йәрни қаплиған мәзгилләрдә ақсуда туғулған. Балилиқ дәврини Уйғур дийарини ачарчилиқ бесип кәткән мәзгилдә қосиқи тойғудәк тамақ йейәлмәй өткүзгән. Башланғуч мәктәпни «мәдәнийәт зор инқилаби» ниң қалаймиқанчилиқи ичидә Уйғур тилидики ақсу шәһәрлик 4-башланғуч мәктәптә оқуған (бу мәктәп һазир хәнзу мәктәп қиливетилгән ‏----- муһәррирдин). Оттура мәктәпни «дең шйавпиңни көрәш қилип, ишикни ечип қойуп мәктәп башқуруш» һәрикәтлири боливатқан дәвирдә ақсу вилайәтлик 1-оттура мәктәптә оқуған. Нурғун вақитлири сийасий һәрикәткә қатнишиш вә йеза игилик билимлирини өгиниш, йеза-завутларға берип ишләш билән өткән. Толуқ оттурини пүттүргәндин кейин, ақсу вилайити конишәһәр наһийисидики (һазир онсу наһийиси дийилиду ----- муһәррирдин) бир йезиға «қайта тәрбийә» елиш үчүн беришқа мәҗбур болған....

Давамини оқуң!

Уйғур Докторлири

Абдуқадир һошур (тиббий, йапонийә) Асийә (тиббий, франсийә) Арзугүл ғулам (бейҗиң пән техника универстети) Алим турсун (муһит илми, җуңго) Абдусалам җалалидин (җуғрапийә, йапонийә) Абдуқадир таш (ахбарат, америка) Абдушүкүр елийуф (физика) Айнур абдуразақ (компйутур, америка) Айҗамал абдураһман (матиматика, германийә) Айгүл муһәммәд (матиматика) Абдувәли Керим (әдәбийат, җуңго) Айқиз қадир (җуңго) Абдурәшид җәлил қарлуқ (җәмийәтшунаслиқ, түркийә) Абдушүкүр абдурәшид Абдуреһим турсун (пәлсәпә, қирғизистан) Абдувасит ғолам (җуғрапийә, амирика) Абдусәмий абдураһман (сәнәт, йапонийә) Абдуреһим айтбайев Абдухелил абдуреһм (тилшунаслиқ, йапонийә) Абдуреһим раһман (тилшунаслиқ, җуңго) Абликим йасин (түрклогийә, җуңгу) Абләт қадир (йеза игилик, йапонийә) Абдурәшид (тәбий пән, йапонийә) Асийә керим (тәбий пән, йапонийә) Абләһәт әбдулһимид (тәбиий пән, йапонийә) Аблиз һимид (тәбий пән, йапонийә) Алимҗан (җуғрапийә, йапонийә) Алим абдураһман (тәбий пән, йапонийә) Алимҗан идрис (тәбий пән, йапонийә) Абдукерим абдулла (тәбиий пән, йапонийә) Абдулетип абдулла (тәбиий пән, йапонийә) Абдуғени абдуреһим (тәбиий пән, йапонийә) Абдуғопур абдукерим (тиббий пән, йапонийә) Абдурәоп Полат (түрклогийә, түркийә) Айсима мирсултан (түрклогийә,...

Давамини оқуң!

Күрәш Ибраһим

Уйғур қамуси

80- Йилларниң бешида, мәрһум шаир нурмуһәммәд әркийниң «кимниң бар ашундақ алими қени, пәхирлән дунйаға мәһмуд вәтини» дегән икки мисра нәқрат қилинған ғәзили улуғ Уйғур алими Мәһмуд Қәшқирий йазған қамус «дивану луғатит түрк – түркий тиллар дивани» ниң һазирқи заман уйғурчә нәшри билән тәң тәңритеғиниң җәнубий вә шималиға тарқилип кишиләрниң, хусусән алий вә оттура мәктәптә оқуватқан йашларниң қәлбини ләрзигә кәлтургән вә уларниң отлуқ қәлбигә Мәһмуд Қәшқирийдәк алим болуш истикиниң өчмәс мәшилини йаққаниди. Мәмликитимизниң тунҗи Уйғур доктор ашти (postdoctor博士后) химийә-физика алими күрәш ибраһим мана шу чағларидики дилиға йүксәк ғайини пүккән йашларниң бири һесаблиниду. У 1978- йили бейҗиң пайтәхт педагогика университетиниң химийә факултитиға қобул қилинди. Шу чағда, пүтүн факултет бойичә бирдинбир Уйғур пәрзәнти болған...

Давамини оқуң!

Нийаз Керим Шәрқи

Нийаз Керим Шәрқи

Нийаз Керим Шәрқий 1948- йили 10-айда турпан шәһиридә туғулған. Шинҗаң унверситетини пүттүргән. Һазир җуңго хәттатлар җәмиийитиниң һәйәт әзаси һәмдә җуңго хәттатлар җәмийити тәһрирлик, нәшр қилиш комитетиниң һәйити . Җуңго тарих мозийи гүзәл сәнәт галирийисиниң мәслиһәтчиси, аптонум райунлуқ хәлқ һөкүмити тарих мәдәнийәт йуртиниң тәтқиқатчиси, аптоном райунлуқ әдәбийат-сәнәтчиләр бирләшмисиниң һәйити, аптоном районлуқ чәтәлләр билән достлуқ орнитиш җәмийитиниң һәйәт әзаси, аптонум районлуқ хәттатлар җәмийитиниң даимий ишлар муавин рәиси, шинҗаң йипәк йоли хәттатлар, рәссамлар академийисиниң муавин мудири, дөләтлик 1-дәриҗилик гүзәл сәнәт устази. Уйғур хәттатлқида йитәкчилик ролини давамлиқ җари қилдуруп келиватқан пәхирлик ‍устаз Нийаз Керим Шәрқигә 2015-йили шивитсйә хан җәмәти тәрипидин пәхрий докторлуқ унвани берилди һәм ордин тәқдим қилинди. Нийаз Керим Шәрқиниң әсәрлири көп қетим мәмликәтлик вә...

Давамини оқуң!

Доктор Әркинай Аблиз

Доктор әркинай аблиз

Әркинай аблиз 1976- йили бүгүр наһийисидә бир оқутқучи аилисидә дунйаға кәлгән. У 1997- йили шинҗаң педагогика университетиниң физика кәспини пүттүрүп, баклавур унванини алди. У университетта оқуватқан мәзгилдә өзлүкидин рус тили өгәнди. Алий мәктәпни пүттүргәндин кейин бүгүр наһийилик 1- оттура мәктәптә физика оқутқучиси болуп ишлиди. Хизмәт қилиш җәрйанида у чәт әлгә чиқип оқушқа ирадә бағлап, бир тәрәптин ишләп, бир тәрәптин өзлүкидин инглиз тилини өгәнди. Шундақла шинҗаң университетиниң магистирант тәрбийиләш мәркизидә «қолланма математика» кәспидә икки йил дәрс алди. Америкида магистирлиқ вә докторлуқ унвани үчүн оқуйдиған чәт әллик оқуғучилар «тофил» (TOEFL) дәп атилидиған инглиз тили имтиһани билән «GRE»дәп атилидиған толуқ оттура мәктәп кәспий дәрслирини мәзмун қилған йәнә бир имтиһанда лайақәтлик болмиса болмайду. Әркинай...

Давамини оқуң!

Иқбал Турсун

Иқбал Турсун

Иқтидарлиқ әдәбийат тәтқиқатчиси шинҗаң педагогика университетиниң профеиссори, филологийә пәнлири доктури Иқбал Турсун 1969- йили 8- сентәбир қәшқәр шәһиридә хәлқ сәнәткари аилисидә дунйаға кәлгән. Башланғуч – тулуқсиз вә толуқ оттура мәктәпни бөртала вә қәшқәрдә оқуған. 1986- Йили шинҗаң университети әдәбийат факултетиға толуқ курс оқушиқа қубул қилинған. 1991– Йилдин 1994- йилға қәдәр шумәктәпниң түркий тил-әдәбийати кәспи Уйғур әдәбийат тарихи йөнилиши бойичә магистир аспирантлиқида оқуп әла нәтиҗә билән оқушни тамамлиған, шу йили 7– айдин етибарән шинҗаң педагогика университети филологийә иниститутида ишләп кәлмәктә.Иқбал Турсун хизмәткә қатнашқандин тартип һазирға қәдәр тулуқ курс вә аспирантларға «Уйғур килассик әдәбийат тарихи», «әдәбийат нәзәрийәси», « истетика», « әдәбийат–сәнәт писхологйиси», «нәваишунаслиқ тәтқиқати», «кино–телевизийә сәнитидин зоқлиниш», «әдәбийат тәтқиқат методологийиси», «Уйғур қәдимки...

Давамини оқуң!

Алим Әһәт

Алим Әһәт

Алим Әһәт, йумшақ детал инженери, уйғурсофт ширкитиниң қурғучиси, шинҗаң университети математика вә система пәнлири иниститутиниң оқутқучиси болуп, у 1973- йили 6- айниң 14- күни шайар наһийәсидә туғулған, 1980- йилидин 1991- йилиғичә шайар наһийәлик 1- башланғуч вә 1- оттура мәктәптә оқуған, 1991- йили 9- айда шинҗаң университети математика факултети һесаблаш математикиси кәспигә қобул қилинған, 1995- йили 7- айда шинҗаң университети математика факолтети һесаблаш математикиси кәспини пүттүргән. 1995- Йили 9- айдин 1996- йили 7- айғичә бейҗиң тәбиий пән вә санаәт пәнлири университетида билим ашурған, 1996- йили 9- айдин башлап һазирғичә шинҗаң университети математика вә система пәнлири иниститутида оқутқучи болуп ишләватиду. У «қоллинишчан математика» кәспидә аспирантлиқ оқуш тарихи, йумшақ детал инженерлиқ кәспидә магистирлиқ...

Давамини оқуң!