Ш

Мақал-Тәмсилләр (Ш)

  • Ширинни көрмәкчи болсаң пәрһадниң көзи билән қара.
  • Шамал чиқмиса дәрәх лиңшимас.
  • Шамал өтмәйдиған там йоқ.
  • Шәриәтниң миңбир путини бар.
  • Ширни йәңгән батур әмәс, аччиқни йәңгән батур.

Шерингүл Йунус

Шерингүл Йунус

Шерингүл Йунус 1989- йили 12- айда қомул шәһәрлик палвантур йеза дөрбәҗин йоқири мәһәллә кәнтидә деһқан аилисидә дунйаға кәлгән. Башланғуч вә толуқсизни қомулда тамамлап, 2006- йили бейҗиң чаңпиң 2- оттура мәктипиниң шинҗаң толуқ оттура синипиға өткән. 2010- Йили әла нәтиҗә билән шәрқи шимал орманчилиқ иниститотиниң бағвәнчилик факолтитиға қобул қилинип, 2014- йили 7- айда оқуш пүттүрүп қомулға қайтип кәлгән. Шерингүл ата-анисиниң йахши тәрбийәси вә оқутқучиси турсунҗан исһақниң тәсиридә, кичикидинла хәттатлиққа вә рәсим сизишқа алаһидә иштийақ бағлиған болуп, 2003-йили тәтил мәзгилидә устази әсәт муһәммәтниң йетәкчиликидә хәттатлиқниң дәсләпки асасини тиклигән. Қомулда оқуватқан мәзгилидә бир қанчә парчә һөсинхәт әсири аптуном район, вилайәтлик мусабиқиләрдә йахши нәтиҗиләргә еришкән, толуқ оттуриға чиққандин кейинму хәттатлиққа болған қизиқиши қилчә суслап...

Давамини оқуң!