- Доппиға патқан бешим җаһанға патмиди.
- Дост башқа қарайду, дүшмән айаққа.
- Дост чиллиса қалма, дүшмән чиллиса барма.
- Дост кәйнидә махтар, дүшмән алдиңда махтар.
- Дост айриған дозах түвидә.
- Достниң достлуқи башқа күн чүшкәндә билинәр.
- Достниң атқан теши башни йармас.
- Достуң қаға болса йейишиң поқ.
- Достуңниңкини йә, көңли қалмисун, дүшминиңникини йә, өзигә қалмисун.
- Дутарниң тариси сатарда йоқ, билимсиз адәм қатарда йоқ.
- Дунйада әхмәқ болмиса, әқил игилири зерикип қалар.
- Дүшмән сириңни оғурлайду, дост хатайиңни тоғрилайду.
- Дези йоқ тухумға чивин қонмас.
- Дисәң гәп болиду, димисәң дәрд болиду.
- Дили очуқниң қоли очуқ, әл сөйгәнниң йоли очуқ.
- Дәрд йаманму, әләмму? Молла йаманму, қәләмму.
- Дәрйани бөлгән тарам, қошунни бөлгән қарам.
- Дәшнам йигиним, бәш нан йигиним.
- Дәва қеримас, алтун чиримас.
- Дәвагәр сус кәлсә, қази муттәһәм киләр.