Әдәбийат

Җалалидин Бәһрам

Җалалидин Бәһрам

Җалалидин Бәһрам 1942-йили 8-айниң 16-күни Уйғур дийариниң ғулҗа шәһридә һөнәрвән (тиккүчи) аилисидә дунйаға кәлгән. Униң атиси бәһрам әпәнди уста һүнәрвән болупла қалмай, бәлки или нахшилирини һәқдадиға йәткүзүп ейтидиған хәлқ нахшичиси һәм рәссам иди. У мәрипәтпәрвәр адәм болуп, хуш-пеиллиқ вә чақчақчилиқ билән алаһидә көзгә ташлинип туратти. У зерәк һәм тетик чоң болуватқан оғлиға хәлқ -чөчәклири вә дастанлирини чоңқур һессийат билән сөзләп берәтти. Шундақла униңға һәрхил рәсимләрни көрситип, рәссамлиқниң сеһри-күчини тәрипләйтти. Шуңа, Җалалидин Бәһрам: «мениң йумран қәлбимгә әдәбийат-сәнәт уруқлирини чечип, рәссамлиқ вә әдәбийат бихлирини йетиштүргән атамни һәр даим мәмнунийәт билән әсләймән…» дәйду. Оқуш вә хзмәт һайати Җалалидин Бәһрам 1950-йилдин 1954-йилғичә ғулҗа шәһиридики «рошән» башланғуч мәктипидә, 1954-йилдин 1957-йилғичә или оттура мәктипидә оқуған. Рәсим куржуки, әдәбийат...

Давамини оқуң!

Чимәнгүл Авут

Чимәнгүл Авут

Йаш шаирә Чимәнгүл Авут 1973- йили 6- дикабир қәдимий шәһәр қәшқәрдә туғулған. 1991- Йили оттура мәктәпни пүттүрүп қәшқәр пидагогика иниститотиниң җоңгу тил-әдәбийат кәспигә қобул қилинған. Униң алий мәктәптә оқуватқан мәзгиллиридила шинҗаң йаш өсмурләр нәширийати тәрипидин тунҗи шеирлар топлими «тәтур чиқин» нәширқилинған, 1996- йили оқуш пүттүрүп қәшқәр Уйғур нәшрийатиға хизмәткә тәқсим қилинғандин буйан һазирғичә Уйғур тәһрир бөлимидә муһәррир болуп ишләватиду. Әдиплик һайатиуниң арқа-арқидин нәшир қилинған «қисас ғунчиси», «таш йапрақ», «барса кәлмәс йол» қатарлиқ шиерлар топламлири оқурмәнләрниң изчил йахши баһасиға иришкән. «Шор дәрйаниң у тәрипи» намлиқ дастани 14- нөвәтлик «хантәңри әдәбийат мукапати» ға иришкән. Чимәнгүл Авут 2004- йили шинҗаң бойичә өткүзүлгән тунҗи қетимлиқ «айаллар әдәбийати муһакимә йиғини» да «шинҗаңдики он мәшһур айал әдип»...

Давамини оқуң!

Иқбал Турсун

Иқбал Турсун

Иқтидарлиқ әдәбийат тәтқиқатчиси шинҗаң педагогика университетиниң профеиссори, филологийә пәнлири доктури Иқбал Турсун 1969- йили 8- сентәбир қәшқәр шәһиридә хәлқ сәнәткари аилисидә дунйаға кәлгән. Башланғуч – тулуқсиз вә толуқ оттура мәктәпни бөртала вә қәшқәрдә оқуған. 1986- Йили шинҗаң университети әдәбийат факултетиға толуқ курс оқушиқа қубул қилинған. 1991– Йилдин 1994- йилға қәдәр шумәктәпниң түркий тил-әдәбийати кәспи Уйғур әдәбийат тарихи йөнилиши бойичә магистир аспирантлиқида оқуп әла нәтиҗә билән оқушни тамамлиған, шу йили 7– айдин етибарән шинҗаң педагогика университети филологийә иниститутида ишләп кәлмәктә.Иқбал Турсун хизмәткә қатнашқандин тартип һазирға қәдәр тулуқ курс вә аспирантларға «Уйғур килассик әдәбийат тарихи», «әдәбийат нәзәрийәси», « истетика», « әдәбийат–сәнәт писхологйиси», «нәваишунаслиқ тәтқиқати», «кино–телевизийә сәнитидин зоқлиниш», «әдәбийат тәтқиқат методологийиси», «Уйғур қәдимки...

Давамини оқуң!

Ғоҗимуһәммәд Муһәммәд

Ғоҗимуһәммәд Муһәммәд

Ғоҗимуһәммәд Муһәммәд 1971- йили 9- айниң 27- күни гума наһийәсиниң қоштағ йезисида туғулған. 1988- Йили қоштағ йезисида толуқ оттура мәктәпни пүттүргән. 1990- Йилидин 2002- йилғичә хотән пахта тоқумичилиқ фабрикисида ишчи болуп ишлигән. 2004- Йилдин башлап һазирғичә хотән вилайәтлик йолучилар тошуш баш бекитидә ишләп кәлмәктә. Әдәбий иҗадийити «йеңи қаштеши» журнилиниң 1990- йиллиқ 3- санида елан қилинған «мениң җәннитим» намлиқ шеир билән башланған болуп, һазирғичә аптоном районимиздики уйғурчә йезиқта чиқиватқан һәр қайси мәтбуатларда 2000 парчидин артуқ шеир вә нәсирлири елан қилинди. 30 Парчигә йиқин шеири хәнзучиға тәрҗимә қилинип елан қилинди. «Мәшрәп чөли», «әрниң еппити», «рәзил аптап», «дутарчи айал» намлиқ 50 парчигә йиқин шеирлири илгири- кийин болуп «хантәңри әдәбийат мукапати», «көкнур шеирийәт мукапати»,...

Давамини оқуң!

Турғун Алмас

Турғун Алмас

Турғун Алмас 1924- йили 10- айниң 30- күни қәшқәр конишәһәр наһийиси дөләтбағ йезисиниң тарбоғуз кәнтидә намрат аилидә дунйаға кәлгән.

У 1934- йилидин 1939- йилиғичә, булақсу райони өркәш йеза башланғуч мәктипи билән қәшқәр конишәһәрдики нурбеши башланғуч мәктипидә оқуди. 1939- Йили 9- айдин 1942- йили 8- айғичә, үрүмчидики сабиқ өлкилик педагогика мәктипидә, 1956- йили 6- айдин 1957- йили 6- айғичә, лушүн әдәбийат институтида оқуди.

Дәсләпки һайати вә иҗадийәтлири
Турғун Алмас 40- йиллардин башлапла рус, франсуз, инглиз классик йазғучилири вә совет йазғучилириниң әсәрлири билән тонушушқа башлиған болуп, униң иҗади паалийитиму ашу йилларда башланған. Турғун Алмасниң иҗадий паалийити шеирийәттин башланған болуп, 1941- йили елан қилған «қайтмаймиз» намлиқ шеири шаир иҗадийитиниң тунҗи мевиси һесаблиниду. Турғун Алмас 1942- йили 8-...

Давамини оқуң!

Халидә Исраил

Халидә Исраил

Халидә Исраил, 1952- йили 10- айда қәшқәр шәһридә туғулған. 1959- Йилидин 1969- йилиғичә ақсу, хотән қатарлиқ җайларда башланғуч, оттура мәктәпләрдә оқуған. 1971- Йилидин 1972- йилиғичә «хотән гезити» дә ишлигән . 1972- Йилидин 1975- йилиғичә сабиқ мәркизий милләтләр иниститотиниң тил факолтитида оқуған. Оқуш пүттүргәндин кейин «шинҗаң гезити» идарисигә тәхсим қилинған. Һазир шу орунда муһәррир болуп ишләватиду. Һазирғичә Халидә Исраилниң «қумлуқ чүши», «таш шәһәр» қатарлиқ һекайә- повестлар топламлири нәшир қилинған.

Халидә Исраил 1985- йилдин башлап әдәбий иҗадийәткә киришкән. У гойа бирдинла бәрқ уруп чечәклигән баһар гүлидәк наһайити қисқа вақит ичидила өзиниң аз, әмма саз болған, китабханлар қәлбини ләрзигә салалиған әсәрлири билән әдәбийатимиз мунбиридә өзигә мунасип орун алди.

У 1985- йили елан қилған тунҗи һекайиси...

Давамини оқуң!

Абдуқадир Җалалидин

Абдуқадир Җалалидин

Абдуқадир Җалалидин 1964-йили қәшқәрдә туғулған. 1982-Йили 9-айдин 1986-йили 7-айғичә қәшқәр пидагогика иниститутида оқуған. 1986-Йили 7-айдин 1988-йили 9-айғичә шинҗаң тәҗрибә оттура мәктипидә оқутқучи болған. 1988-Йили 10-айдин 1990-йили 7-айғичә шинҗаң маарип иниститути илмий тәтқиқат орнида илмий журнал муһәррирликини үстигә алған. 1990-Йили 8-айдин 2009-йили 11- айғичә шинҗаң маарип иниститутиниң филологийә шөбә иниститутида оқутқучилиқ қилған. 1993-Йили 1-айда лекторлуқ унваниға еришкән. 1998-Йили 11-айда муавин пироффисорлуқ унваниға еришкән. 2004-Йили 11-айда проффисорлуқ унваниға еришкән. 2005-Йили 7-айда шинҗаң маарип иниститути филологийә шөбә иниститутиниң пәнний саһәдики башламчиси болуп баһаланған. 2009-Йили 11-айда шинҗаң пидагогика университитиға йөткилип килип, аспирант йитәкчиси болған. Абдуқадир Җалалидин нурғунлиған шеир, мақалә, тәрҗимә әсәрләрни йезип нәшир қилдурған болуп, көпинчиси уйғурлар талишип оқуйдиған әсәрләргә айланған. Бир қисим әсәрлири даңлиқ аваз артислири тәрипидин...

Давамини оқуң!

Йалқун Рози

Йалқун Рози

Йалқун Рози 1966-йили 3-айниң 4-күни атуш шәһириниң тәбиий мәнзириси гүзәл тағлиқ йезиси ағуда тоғулған. Башланғуч вә толуқсиз оттура мәктәпни 1973-йилидин 1980-йилиғичә ағу йезисида оқуған. 1980-Йилидин 1982-йилиғичә қизилсу областлиқ 1-оттура мәктәптә оқуған. 1987-Йили шинҗаң университетиниң әдәбийат факолтитида оқуған вә оқуш пүттүргәндин кейин шинҗаң хәлиқ радио истансисиға қобул қилинип, мухбирлиқ қилған. 1991-Йили 1-айдин башлап «шинҗаң маарип гезити» Уйғур тәһрир бөлимидә муһәррир болуп ишлигән. 2005-Йилидин башлап шинҗаң маарип нәшрийати дәрслик бөлүмидә Уйғур тил-әдәбийат дәрсликлирини түзүш, тәһрирләш хизмитини қиливатиду. Йалқун Рози әдәбийат обзорчилиқи, публистик мақалә, җәдидизим тәтқиқати, нутуқ ликсийә, Уйғур тил-әдәбийат дәрсликлири түзүш вә нәшрийатчилиқ қатарлиқ җәһәтләрдә көзгә көринәрлик нәтиҗә-утуқларни қолға кәлтүргән болуп, «тәклимакандики алтун колдурма», «Мәмтили Әпәнди» (мерза сийит билән биллә), турмуштики пәлсәпә (тәрҗимә әсәр), ойғиниватқан...

Давамини оқуң!

Қурбан Мамут

Қурбан Мамут

Төһпикар журналист Қурбан Мамут 1950-йили, кучар наһийәси беһишбағ йеза, бостан кәнтидә туғулған. 1968-Йили наһийәлик 1-оттура мәктәпни пүттүрүп, 1972-йилдин 1976-йилғичә шинҗаң университети әдәбийат факултетида оқуған. 1976-Йилидин 1984-йилғичә шинҗаң хәлқ радийо истансисида мухбир, муһәррир болуп хизмәт қилған, 1985-йилидин башлап «шинҗаң мәдәнийити» журнилида мәсул муһәррир, баш муһәррир болуп ишләп 2011-йили  пенсийәгә чиққан. Қурбан Мамут «шинҗаң мәдәнийити» журнилида мәсул хизмәттә болған бу җәрйанда у Уйғур зийалийлири ичидики сәрхил қәләмкәшләрниң Уйғур мәдәнийити, тарихи, сийасий вә иҗтимаий тәрәққийати һәққидики бир йүрүш надир әсәрлирини таллап мәзкур журналда елан қилған. Журналист Қурбан Мамут ака узақ йиллиқ журналистлиқ һайатида уйғурларниң миллий ойғинишини изчил рәвиштә өз хизмитиниң баш нишани қилип тиклигән. Өзи ишләватқан «шинҗаң мәдәнийити» журнили таки шаир бәгмәт йүсүп мәсул муһәррирлик...

Давамини оқуң!

Абдуреһим Өткүр

Абдуреһим Өткүр

Уйғур бугүнки заман әдәбийатиниң йарқин намайәндилиридин, йирик шаир вә йазғучи мол нәтиҗилири билән хәлқимизниң көңүл төридин орун елип келиватқан истидатлиқ мәрһум әдәбийатшунас алим Абдуреһим Өткүр 1923- йили қумулда оттураһал тиҗарәтчи аилисидә дунйаға кәлгән. У өз ата- анисидин кичикидила айрилип, йетим қалған. Дадиси тиләш бегим артуш тиҗәнлик киши болуп, аләмдин өтәр чеғида, әмдила төрт йашқа киргән абдуреһимни қумул мөтивәрлиридин болған дости осман һаҗиға оғуллуққа беривәткән. Осман һаҗим көпни көргән, оқумушлуқ, тәрәққийпәрвәр киши иди. У өмүр бойи пәрзәнт йүзи көрмигән болғачқа, абдуреһимни интайин арзулап вә көңүл қойуп тәрбийилигән. Уни өзи оқутуп хәт-савадини чиқарғандин кейин, диний мәктәпкә бәргән. Диний мәктәптә дәрслик қилинған классик әсәрләр ичидә «соڧи аллайар» дегән китаб тилиниң чүшинишлик, аммибаб, гүзәл,...

Давамини оқуң!