- Рази болмиған аш қурсақ ағритар.
- Раст гәп бусуғидин чиққичә, йалған гәп йәттә тағдин һалқипту.
- Раст ейттиң қутулдуң, йалған ейттиң тутулдуң.
- Растлиқи аз кишиниң достлуқи аз.
- Растни көрсә йалған қачиду, йолвасни көрсә тайған.
- Рәмчи салиду рәмни, көңүлгә салиду ғәмни.
- Рәһми йоқ адәмдин, рәһми бар ит йахши.