Ат алсаң йеқиндин ал, хотун алсаң йирақтин ал. Атни тәпмәйду димә, итни чишлимәйду димә. Аччиқ алдида йүриду, әқил кәйнидә йүриду. Ахтарминиң чалмиси йаман, хотун кишиниң лалмиси йаман. Адими йоқ өйдә, өчкиниң ети абдурахман. Ашиққа бағдад йирақ әмәс. Ақ ит, қара ит, һәммиси бир ит. Алтун – күмүш дат болмас, оруқ – туғқан йат болмас. Алтун бешиң аман болса, алтун тавақта су ичәрсән. Алди чақ нәдә маңса, кәйни чақ шу изда маңар. Ана йуртуң аман болса, рәңгиройуң саман болмас. Айниң он бәши қараңғу. Он бәши йуруқ. Аброй әқилдин келәр, еғиздин кетәр. Ата – анаңға немә қилсаң, балаңдин шуни көрисән. Ата – ана йайриса бағ, йөләнсә тағ. Ата миһри чирағ, ана миһри булақ. Ат тойған йеригә тартиду, йигит туғулған йеригә тартиду. Аччиқ әқилни кесәр, татлиқ көңүлни йешәр. Адәм дости билән,...
Давамини оқуң!