Уйғуршунаслар

Өмәрҗан Нури

Өмәрҗан Нури

Өмәрҗан Нури 1968-йили 4-айниң 25-күни хотән вилайити қарақаш наһийисиниң қарасай йезисида бир оқутқучи аилисидә дунйаға кәлгән. Башланғуч, оттура мәктәпни қарасай, қойчи йезилирида, толуқ оттура мәктәпни қарақаш наһийилик 1-оттура мәктәптә оқуған. 1986-Йили алий мәктәп имтиһанида иҗтимаий пәнләр бойичә әла нәтиҗә билән хитайниң чаңчүн шәһиридики шәрқи-шимал педагогика университетиниң тарих кәспигә қобул қилинған. Мәркизи милләтләр университетида икки йил тәййарлиқ оқуғандин кейин, шәрқи-шимал педагогика университетиниң төт йиллиқ тарих кәспини пүттүрүп, 1992-йили хотән педагогика мәктипи (һазирқи хотән педагогика институти) гә тарих оқутқучиси болуп ишқа чүшкән. 2000-Йиллири бейҗиңдики мәркизи милләтләр университетида тарих пәнлиридә магистирлиқ унванини алған. Өмәрҗан Нуриниң «нушриван йаушефниң бәргән мәлуматлирида уйғурлар», «турпан уйғурлириниң 1732-йилидики шәрққә көчүши һәққидә бир мәлумат», «аталмиш йаш қәшқәрликләр партийәси вә әндиҗан...

Давамини оқуң!

Иқбал Турсун

Иқбал Турсун

Иқтидарлиқ әдәбийат тәтқиқатчиси шинҗаң педагогика университетиниң профеиссори, филологийә пәнлири доктури Иқбал Турсун 1969- йили 8- сентәбир қәшқәр шәһиридә хәлқ сәнәткари аилисидә дунйаға кәлгән. Башланғуч – тулуқсиз вә толуқ оттура мәктәпни бөртала вә қәшқәрдә оқуған. 1986- Йили шинҗаң университети әдәбийат факултетиға толуқ курс оқушиқа қубул қилинған. 1991– Йилдин 1994- йилға қәдәр шумәктәпниң түркий тил-әдәбийати кәспи Уйғур әдәбийат тарихи йөнилиши бойичә магистир аспирантлиқида оқуп әла нәтиҗә билән оқушни тамамлиған, шу йили 7– айдин етибарән шинҗаң педагогика университети филологийә иниститутида ишләп кәлмәктә.Иқбал Турсун хизмәткә қатнашқандин тартип һазирға қәдәр тулуқ курс вә аспирантларға «Уйғур килассик әдәбийат тарихи», «әдәбийат нәзәрийәси», « истетика», « әдәбийат–сәнәт писхологйиси», «нәваишунаслиқ тәтқиқати», «кино–телевизийә сәнитидин зоқлиниш», «әдәбийат тәтқиқат методологийиси», «Уйғур қәдимки...

Давамини оқуң!

Зулпиқар Барат Өзбаш

Зулпиқар Барат Өзбаш

Зулпиқар Барат Өзбаш 1975- йили ақсу учтурпан наһийисидә туғулған. 1992- Йилидин 1996- йилиғичә шинҗаң университетиниң җуңго тиллири факултетида оқуған. Оқуш пүттүргәндин кейин аптоном районлуқ дөләт баҗ идарисиниң тәрҗимә башқармисида тәрҗиман, сабиқ «шинҗаң баҗ ишлири» журнилида тәһрир вә мәзкур идариниң «баҗ кадирлирини тәрбийәләш мәркизи» дә оқутқучи болуп ишлигән. У әдәбий тәрҗимигә 1992- йили алий мәктәптә оқуватқан мәзгилидин башлап киришкән болуп, җуңгу вә чәт әл әдәбийатидики көплигән даңлиқ әсәрләрни тәрҗимә қилип тонуштурған вә әдәбий тәрҗимә маһарити һәққидә чоңқур издәнгән. У тәрҗимә қилған әсәрләрниң тили интайин раван, йеқишлиқ, пасаһәтлик, чүшинишлик болуп, оқуған кишигә ана тилда йезилғандәк туйғу бериду. У әдәбий тәрҗимини дәсләптә хәнзу әдәбийатидин башлиған болуп, «тухумәк дәрихи астида», «сесиқ пайпақ мода болған...

Давамини оқуң!

Раһилә Давут

Раһилә Давут

Раһилә Давут (Rahile Dawut) 1966- йили 5- айда үрүмчидә зийалий аилисидә туғулған. 1983- Йили 9- айдин 1987- йили 7- айғичә шинҗаң университетиниң әдәбийат факултетида толуқ курста оқуған. 1987- Йили 9- айдин 1990- йили 7- айғичә шинҗаң университети әдәбийат факултетида хәлқ еғиз әдәбийати кәспи бойичә аспирантлиқта оқуған. 1994-Йили 9- айдин 1995- йили 7- айғичә бейҗиң педагогика университетида билим ашурған. 1995- Йили 9- айдин 1998- йили 7- айғичә бийҗиң педагогика университетида фолклор кәспи бойичә доктор аспирантлиқта оқуған вә «уйғурларниң мазар мәдәнийити үстидә тәтқиқат» намлиқ докторлуқ диссертатсийәсини мувәппәқийәтлик тамамлап, докторлуқ унваниға еришкән. 1998- Йилидин башлап, шинҗаң университети филологийә институтида оқутқучи болуп ишлигән. 1999- Йили дотсентлиқ унваниға еришкән. 2002- Йили фолклор илми бойичә магистир аспирант...

Давамини оқуң!

Исламҗан Шерип

Исламҗан Шерип

Алим, төһпикар тәрҗиман, заманимиздики даңлиқ Уйғур нәширийатчиси, натиқ Исламҗан Шерип 1947-йили 3-айда қәшқәр шәһридә туғулған, бәшкерәм, ават йеза вә қәшқәр шәһиридә толуқсиз, толуқ оттура мәктәпләрдә оқиған. 1976-Йили җ к п гә киргән. У «ш, у, а, р иҗтимаий пәнләр мунбири» тәһрир һәйитиниң мудири, җуңго аз санлиқ милләтләр пәлсәпә, идийә тарихи җәмийтиниң даимий һәйәт әзаси, җуңго Уйғур мәдәнийәт-тарих тәтқиқат җәмийтиниң даимий әзаси, «қудағубилик» илмий җәмийитиниң әзаси, «он икки муқам» тәтқиқат җәмийтиниң әзаси ш, у, а, р иҗтимаий пән әсәрлирини баһалаш комтети ишханисиниң муавин мудири болған. У 1967-йили сабиқ мәркизий милләтләр институтини, 1985-йили җ к п мәркизий партийә мәктипиниң аспирантлиқ синипини пүттүргән. Илгири-ахир болуп йәкән наһийилик партком тәшвиқат бөлүми. Қәшқәр вилайәтлик партком...

Давамини оқуң!

Рәшид Рәһмәти Арат

Рәшид Рәһмәти Арат вә уйғурлар

Аптори: Йүсүпҗан Йасин (тәрҗимә әсәр) Рәшид Рәһмәти Арат қазан татарлиридин йетишип чиққан дунйави нопузға игә мәшһур түрколог. У 1900- йили қазан шәһириниң ғәрбий шималидики кона үҗүмдә туғулған. 1906-1910-Йилларда башланғуч тәрбийисини алған. 1913- Йили қизилйар шәһиридә оттура мәктәпни, 1918- йили лисә (толуқ оттура мәктәп) ни тамамлиған. 1917-Йилидики болшивек инқилабидин кейин түрлүк җәмийәтләр қурулуп, улар қармиқида һәр хил жорналлар чиқирилишқа башлиған. Рәшиди рәһмәти арат достлири билән бирликтә «бирлик» намидики бир җәмийәтни қуруп, «йашлиқ теңи» дегән бир жорнални чиқарған вә дәстләпки қәләм синақлирини мушу журналдин башлиған. Рәшид Рәһмәти Арат 1918- йили әскәрликкә елинип, алдинқи сәпкә әвәтилгән. 1919-Йили йарлинип сибирийигә йөткивитилгән. У, сибирийидә қазан татарлири топлишип олтурақлашқан йәрләрдики мәдәнийәт һәрикәтлириниң муһим иҗрачилиридин биригә айланған. 1922- Йили германийигә берип пәлсәпә...

Давамини оқуң!