Мәдәнийәт

Уйғур Доппилириниң Мәдәнийәт Қатлими Һәққидә

Уйғур доппилири

Аптори: һәсәнҗан аблиз Уйғур доппилири узун тарихқа вә мол мәзмунға игә. Уйғур доппилири тарихий тәрәққийат җәрйанида, еһтийаҗ вә имканийәткә асасән өзгирип, йеңилинип, мукәммәллишип вә рәңдарлишип күчлүк миллий түскә игә болған. Шуниң билән биргә, җинис айримиси, йаш-қурам пәрқи, йашиған тәбиий шараити вә турмуш усулиниң охшимаслиғиға мунасип өзгичә доппа кийиш әнәнисини шәкилләндүргән. Шуниң билән биргә, Уйғур доппилири йалғуз өзиниң өрп-адәт характеридин һалқипла қалмай, бәлки йәнә бир пүтүн миллий кимлик хас вәкили болуп муқимлишип, Уйғур миллий кимликиниң өрп-адәт омумийлиқи, мәдинйәт изчиллиқи вә иҗтимаий хас бәлгиси болуп шәкилләнди. Уйғур доппилирниң көп мәнбәлик тәрәққийат тарихиға нәзәр салғинимизда, униң тәрәққийатидики төвәндики икки хил йүзлиниш алаһидә көзгә челиқиду: Биринчи, Уйғур доппилиридики тарихий изчиллиқ: һазирғичә мәлум болған архиологийилик матирйаллар вә йазма...

Давамини оқуң!