Сәнәт

Мөминҗан Абликим

Mominjan Ablikim - мөминҗан абликим

Мөминҗан абликим 1976-йили 18-март күни меһри атәш земин қәшқәрниң маралбеши наһийиси тумшуқ райони (һазирқи тумшуқ шәһири) ға қарашлиқ шақу йезисида мәрипәтпәрвәр хәлқ сәнәткари аилисидә туғулған. Мөминҗанниң аилиси җайлашқан шақу йезиси «дунйа мәдәнийитиниң ачқучи көмүлгән» тәклимакан қумлиқиниң сирлиқ қучиқиға созулуп киргән болуп, пүтүнләй миллий түс алған әлнәғмә-мәшрәпләр, сеһирлик ривайәт-чөчәкләр, далини қаплиған сансиз тоғрақлар мөминҗанниң сәбий чағлиридики турмуш реаллиқи иди. Сәбий мөминҗан өтмүш вә бүгүгә шаһид болған, кәлгүсигә йүзләнгән, йүксәк һайатий күчкә игә ашу қәдим тоғрақлиқларда ойнайтти, чарчиғанда тоғрақларниң сайиси астида олтуруп хийал сүрәтти. Чөчәкләрдики бәхт-саадәт әлчиси болмиш апақ сақаллиқ хизир бовай, гүзәл бир назининни күйләп раваб челиватқан ашиқ йигит, гүл -чичәкләрдин безәк тақиған ақ қанатлиқ пәризат қиз … қатарлиқ сеһирлик образлар...

Давамини оқуң!

Мәһмут Сулайман

Mahmut Sulayman - мәһмут сулайман

Мәһмут сулайман 1968-йили қәшқәр шәһиридә туғулған. 1981-Йили шинҗаң сәнәт институтиниң уссул кәспидә оқуған, 1985-йили мәктәп пүттүрүп, қәшқәр сәнәт өмикидә уссулчи болуп ишлигән. Сәнәт өмикидә уссулчи болуп ишлигәч, нахша-музика иҗадийити билән шуғулланған. 1990-Йили «ривайәт» музика әтритини қурған. 1992-Йили «салам достлар», 1993-йили «шүкри дедим», 1995-йили «йултузум» намлиқ иҗадий нахшилириниң үналғу лентилирини тарқатқан. 1997-Йили, аптоном районлуқ сәнәт өмикиниң тәклипи билән йөткилип кәлгән. Шундин башлап, «бу чүш әмәс», «азаблиқ ләззәт», «сәһрадин кәлгән дада», «қараңғу тағ», «сәһрадики муң күй» қатарлиқ киноларниң нахша-музикисини ишлигән. 2005-Йили, шаңхәй музика университетиға имтаһан берип өткән, 2006-йили «сеғинмидиңму» намлиқ MTV пиластинкисини тарқатқан. Уйғур хәлқиниң сөйүмлүк оғлани мәһмут сулайман әпәндим 2020-йили 11-айниң 23-күни кечидә, 52 йешида йүрәк кесили сәвәблик хәлқимиздин айрилип, көңлидики барчә қайғу-һәсрәт вә...

Давамини оқуң!

Әркин Абдулла

Әркин абдулла - Erkin Abdulla

Әркин абдулла Уйғур миллитидин чиққан йаш сәнәткар, җуңго музикантлар бирләшмиси мода музика илмий җәмийитиниң кеңәш әзаси, җуңго филаменко җәмийитиниң даимий һәйәт әзаси. Униң музика услуби көп хил музика елмнтлиридин тәркиб тапқан болуп, өзгичә алаһидиликкә игә авази вә камаләткә йәткән гиттар маһаритигә миллийчә вә заманиви, әнәниви вә мода услублар қошулуп униң музикилири тәдирҗи һалда милләт һалқиған көп хллашқан музика услуби болуп шәкилләнгән.

2002-Йили әркин абдулланиң нәширдин чиққан биринчи пиластинкиси «қумлуқтин чиққан долан» вә «долан» намлиқ нахшиси нәнниң хәлқаралиқ миллий сәнәт байримида айрим– айрим һалда «әң йахши пиластинка мукапати» вә «әң йахши хаслиқ мукапати» ға еришкән. 2003-Йили җуңхуа хәлқ җумһурийити мәдәнийәт министирлики уйуштурған пүтүн мәмликәтлик әң чоң көләмлик нахша мусабиқисидә аммибап услуп бойичә...

Давамини оқуң!

«Адаргүл» Нахшисиниң Текистини Зади Ким Йазған?

Абдуғени сейит

Искәндәр җелил (қомул таранчидин)
Хәлқ ичидә тарқиливатқан нурғун нахшиларни әмәлийәттә бәзи кишиләр иҗад қилған, лекин нахша омомлишип, униң иҗаткариниң нами көпинчә әһвалларда тилға елинмиғачқа, бу нахшилар омомән хәлқ нахшиси дәп атилип кәлмәктә.

Йеқинда, хотәндики бәзи пидаийларни зийарәт қилиш давамида, «адаргүл» нахшисиниң текистикини йазған шаир абдуғени сейит акимиз билән тасаддипий учришип қалдим. У бу һәқтә мундақ дәп һекайә қилиду:

1969-Йили 11-айда, абдуғени сейит ака гума наһийәси қоштағ йезилиқ оттура мәктәптә оқутқучилиқ қиливататти. Бу чағларда мәдәнийәт инқилаби хели әвҗигә чиққан болуп, лйу шавчи, диң шавпиң қатарлиқларни әксилинқилабчи, капитализм йолиға маңған һоқуқдарлар дәп тартип чиқирилған иди. Абдуғени сейт акиниң қәлими күчлүк, авази йаңрақ болғачқа, көпинчә йиғинларда шуар товлаш үчүн чиқирип қойулатти. Бир қетимлиқ чоң пипән...

Давамини оқуң!

Абликим Әмәт

Абликим Әмәт

Фотограф вә хәттат Абликим Әмәт 1963-йили 5-айниң 1-күни вәтинимиздики байинғолин моңғул аптонум областиниң хошут наһийәсидә туғулған. Башланғуч вә оттура мәктәпләрни хошут наһийәсидә оқуған. Алий техникомни пүттүргән. Абликим Әмәт кичикидинла гүзәл-сәнәткә, рәсим сизиш вә һөсн хәт йезишқа штийақ бағлиған болуп, өзлүкидин тиришип өгүнүп кейинки вақитларда Уйғур дийарида нәшир қилинған нопузлуқ гезит-журналларда көплигән һөсн хәт вә фото сүрәт әсәрлирини елан қилған. Абликим Әмәт пәвқуладдә талантлиқ фотограф, униң сүрәткә алған Уйғур райониниң мәнзириси, дәрйалири, тағлири, қәдимки дәрәхлири вә пәқәт тәбиәтла йариталайдиған рәңдарлиқни әкс әттүргән әсәрлири униң вәтини, тарих, мәдәнийәт, әнәнә вә ривайәтлирини тәнтәнә қилиду вә шундақла униң сеғиниши ипадилиниду. Униң әң тоғра пәйтни туталиған бу фото-сүрәтләрдики образларниң мукәммәллики, фотографниң күзитишчанлиқидики хаслиқ, өзгичилик һәмишә...

Давамини оқуң!

Нийаз Керим Шәрқи

Нийаз Керим Шәрқи

Нийаз Керим Шәрқий 1948- йили 10-айда турпан шәһиридә туғулған. Шинҗаң унверситетини пүттүргән. Һазир җуңго хәттатлар җәмиийитиниң һәйәт әзаси һәмдә җуңго хәттатлар җәмийити тәһрирлик, нәшр қилиш комитетиниң һәйити . Җуңго тарих мозийи гүзәл сәнәт галирийисиниң мәслиһәтчиси, аптонум райунлуқ хәлқ һөкүмити тарих мәдәнийәт йуртиниң тәтқиқатчиси, аптоном райунлуқ әдәбийат-сәнәтчиләр бирләшмисиниң һәйити, аптоном районлуқ чәтәлләр билән достлуқ орнитиш җәмийитиниң һәйәт әзаси, аптонум районлуқ хәттатлар җәмийитиниң даимий ишлар муавин рәиси, шинҗаң йипәк йоли хәттатлар, рәссамлар академийисиниң муавин мудири, дөләтлик 1-дәриҗилик гүзәл сәнәт устази. Уйғур хәттатлқида йитәкчилик ролини давамлиқ җари қилдуруп келиватқан пәхирлик ‍устаз Нийаз Керим Шәрқигә 2015-йили шивитсйә хан җәмәти тәрипидин пәхрий докторлуқ унвани берилди һәм ордин тәқдим қилинди. Нийаз Керим Шәрқиниң әсәрлири көп қетим мәмликәтлик вә...

Давамини оқуң!

Шерингүл Йунус

Шерингүл Йунус

Шерингүл Йунус 1989- йили 12- айда қомул шәһәрлик палвантур йеза дөрбәҗин йоқири мәһәллә кәнтидә деһқан аилисидә дунйаға кәлгән. Башланғуч вә толуқсизни қомулда тамамлап, 2006- йили бейҗиң чаңпиң 2- оттура мәктипиниң шинҗаң толуқ оттура синипиға өткән. 2010- Йили әла нәтиҗә билән шәрқи шимал орманчилиқ иниститотиниң бағвәнчилик факолтитиға қобул қилинип, 2014- йили 7- айда оқуш пүттүрүп қомулға қайтип кәлгән. Шерингүл ата-анисиниң йахши тәрбийәси вә оқутқучиси турсунҗан исһақниң тәсиридә, кичикидинла хәттатлиққа вә рәсим сизишқа алаһидә иштийақ бағлиған болуп, 2003-йили тәтил мәзгилидә устази әсәт муһәммәтниң йетәкчиликидә хәттатлиқниң дәсләпки асасини тиклигән. Қомулда оқуватқан мәзгилидә бир қанчә парчә һөсинхәт әсири аптуном район, вилайәтлик мусабиқиләрдә йахши нәтиҗиләргә еришкән, толуқ оттуриға чиққандин кейинму хәттатлиққа болған қизиқиши қилчә суслап...

Давамини оқуң!

Ғази Әмәт

Ғази Әмәт

Даңлиқ рәссам Ғази Әмәт әпәнди 1935-йили қәшқәр шәһриниң қоған (һазирқи нәзәрбағ) йизисида дини зат аилисидә дунйаға кәлгән. Атиси әхмәт қазиахунум уқумушлуқ адән болғачқа Ғази Әмәтни әтраплиқ тәрбийлигән, 1946-йилидин 1950-йилғичә дини билим алған. Кичикидин рәсим сизишқа, рәссамлиққа һәвәс қилип кәлгән Ғази Әмәт балилиқ вақитлиридила рәсим сизип башқиларниң махтишиға сазавәр болған. Ғази Әмәт 1952-йили қәшқәр сифән мәктәпкә кирип оқуш пурситигә еришип шу мәктәпкә киргәндин кийин өз талантини намайән қилип рәссамлиқ саһәсигә чуңқур ул салған. У 1954-шинҗаң сәнәт иниститотиниң рәсим факолтитиға қобул қилинған вә у йәрдиму тиришип рәсим иҗадийитигә көп әҗир сиңдүрүп, пүтүн вуҗуди билән мәшиқ қилған, оқуш пүттүргәндин кийин шу мәктәптә ишлигән. Ғази Әмәт җуңгу рәссамлар җәмийитиниң даими һәйәт әзаси, шинҗаң Уйғур аптунум...

Давамини оқуң!