Мақал-Тәмсилләр (Г) 0 369 Гөшни йигәнму оғри, шорписини ичкәнму оғри. Гөһәр йатиду сайда, тунумисаң нимә пайда. Гуман иманни қачуриду. Гәп йәрдә әмәс, әрдә. Гәптә гәп бар, қурсақта дәрд бар. Гәпкә гәп кәлгәндә, атаңдинму қайтма.