Музикантлар

Мөминҗан Абликим

Mominjan Ablikim - мөминҗан абликим

Мөминҗан абликим 1976-йили 18-март күни меһри атәш земин қәшқәрниң маралбеши наһийиси тумшуқ райони (һазирқи тумшуқ шәһири) ға қарашлиқ шақу йезисида мәрипәтпәрвәр хәлқ сәнәткари аилисидә туғулған. Мөминҗанниң аилиси җайлашқан шақу йезиси «дунйа мәдәнийитиниң ачқучи көмүлгән» тәклимакан қумлиқиниң сирлиқ қучиқиға созулуп киргән болуп, пүтүнләй миллий түс алған әлнәғмә-мәшрәпләр, сеһирлик ривайәт-чөчәкләр, далини қаплиған сансиз тоғрақлар мөминҗанниң сәбий чағлиридики турмуш реаллиқи иди. Сәбий мөминҗан өтмүш вә бүгүгә шаһид болған, кәлгүсигә йүзләнгән, йүксәк һайатий күчкә игә ашу қәдим тоғрақлиқларда ойнайтти, чарчиғанда тоғрақларниң сайиси астида олтуруп хийал сүрәтти. Чөчәкләрдики бәхт-саадәт әлчиси болмиш апақ сақаллиқ хизир бовай, гүзәл бир назининни күйләп раваб челиватқан ашиқ йигит, гүл -чичәкләрдин безәк тақиған ақ қанатлиқ пәризат қиз … қатарлиқ сеһирлик образлар...

Давамини оқуң!

Мәһмут Сулайман

Mahmut Sulayman - мәһмут сулайман

Мәһмут сулайман 1968-йили қәшқәр шәһиридә туғулған. 1981-Йили шинҗаң сәнәт институтиниң уссул кәспидә оқуған, 1985-йили мәктәп пүттүрүп, қәшқәр сәнәт өмикидә уссулчи болуп ишлигән. Сәнәт өмикидә уссулчи болуп ишлигәч, нахша-музика иҗадийити билән шуғулланған. 1990-Йили «ривайәт» музика әтритини қурған. 1992-Йили «салам достлар», 1993-йили «шүкри дедим», 1995-йили «йултузум» намлиқ иҗадий нахшилириниң үналғу лентилирини тарқатқан. 1997-Йили, аптоном районлуқ сәнәт өмикиниң тәклипи билән йөткилип кәлгән. Шундин башлап, «бу чүш әмәс», «азаблиқ ләззәт», «сәһрадин кәлгән дада», «қараңғу тағ», «сәһрадики муң күй» қатарлиқ киноларниң нахша-музикисини ишлигән. 2005-Йили, шаңхәй музика университетиға имтаһан берип өткән, 2006-йили «сеғинмидиңму» намлиқ MTV пиластинкисини тарқатқан. Уйғур хәлқиниң сөйүмлүк оғлани мәһмут сулайман әпәндим 2020-йили 11-айниң 23-күни кечидә, 52 йешида йүрәк кесили сәвәблик хәлқимиздин айрилип, көңлидики барчә қайғу-һәсрәт вә...

Давамини оқуң!

Әркин Абдулла

Әркин абдулла - Erkin Abdulla

Әркин абдулла Уйғур миллитидин чиққан йаш сәнәткар, җуңго музикантлар бирләшмиси мода музика илмий җәмийитиниң кеңәш әзаси, җуңго филаменко җәмийитиниң даимий һәйәт әзаси. Униң музика услуби көп хил музика елмнтлиридин тәркиб тапқан болуп, өзгичә алаһидиликкә игә авази вә камаләткә йәткән гиттар маһаритигә миллийчә вә заманиви, әнәниви вә мода услублар қошулуп униң музикилири тәдирҗи һалда милләт һалқиған көп хллашқан музика услуби болуп шәкилләнгән.

2002-Йили әркин абдулланиң нәширдин чиққан биринчи пиластинкиси «қумлуқтин чиққан долан» вә «долан» намлиқ нахшиси нәнниң хәлқаралиқ миллий сәнәт байримида айрим– айрим һалда «әң йахши пиластинка мукапати» вә «әң йахши хаслиқ мукапати» ға еришкән. 2003-Йили җуңхуа хәлқ җумһурийити мәдәнийәт министирлики уйуштурған пүтүн мәмликәтлик әң чоң көләмлик нахша мусабиқисидә аммибап услуп бойичә...

Давамини оқуң!

Абдулла Абдуреһим

Abdulla Abdurehim - абдулла абдуреһим

  Абдулла абдуреһим – өзиниң пикири чоңқур, һисийатқа вә тәсирләндүрүш күчигә бай лерик нахшилири арқилиқ тамашибинларниң қәлбидин чоңқур орун алған талантлиқ нахша чолпинидур. У, 1969-йили 10-айниң 1-күни маралбеши наһийисиниң тумшуқ йезисида туғулған. Абдулла абдуреһимниң балилиқ һайати қәдими долан муқамлири вә долан мәширәплири қучиғида өткәчкә униңда ашу сәби чағлардин башлапла сәнәткә болған күчлүк иштийақ шәкилләнгән. 1987-Йили 5-айда шинҗаң сәнәт иниститоти тийатир фалколтитиниң бир қисим оқутқучилири маралбеши наһийисгә оқуғучи алғили берип, абдулла абдуреһимдики йушурун сәнәт талантини байқайду- дә, уни сәнәт иниститотиға қубул қилиду. Шу йили 9-айдин етибарән у һәқиқи сәнәт һайатини башлиди. У сәнәт иниститотидики оқуғучилиқ ﮬайатида бир тәрәптин сәһнидә образ йаритиш маһарәтлири вә тийатир билимлирини өгәнсә, йәнә бир тәрәптин нахса сәнтигә чоңқур...

Давамини оқуң!

«Адаргүл» Нахшисиниң Текистини Зади Ким Йазған?

Абдуғени сейит

Искәндәр җелил (қомул таранчидин)
Хәлқ ичидә тарқиливатқан нурғун нахшиларни әмәлийәттә бәзи кишиләр иҗад қилған, лекин нахша омомлишип, униң иҗаткариниң нами көпинчә әһвалларда тилға елинмиғачқа, бу нахшилар омомән хәлқ нахшиси дәп атилип кәлмәктә.

Йеқинда, хотәндики бәзи пидаийларни зийарәт қилиш давамида, «адаргүл» нахшисиниң текистикини йазған шаир абдуғени сейит акимиз билән тасаддипий учришип қалдим. У бу һәқтә мундақ дәп һекайә қилиду:

1969-Йили 11-айда, абдуғени сейит ака гума наһийәси қоштағ йезилиқ оттура мәктәптә оқутқучилиқ қиливататти. Бу чағларда мәдәнийәт инқилаби хели әвҗигә чиққан болуп, лйу шавчи, диң шавпиң қатарлиқларни әксилинқилабчи, капитализм йолиға маңған һоқуқдарлар дәп тартип чиқирилған иди. Абдуғени сейт акиниң қәлими күчлүк, авази йаңрақ болғачқа, көпинчә йиғинларда шуар товлаш үчүн чиқирип қойулатти. Бир қетимлиқ чоң пипән...

Давамини оқуң!