З

Мақал-Тәмсилләр (З)

  • Зарлиғанға кәлмәйду, қариғанға бәрмәйду.
  • Заман түзәлсә, йаманму түзиләр.
  • Заманға қарап иш тут, йотқанға қарап сун пут.
  • Заманәң түлкә болса, сән униң тайғини бол.
  • Зорлуқниң ақивити хорлуқ.
  • Зерәк тепип сөзләйду, қопал көпүп сөзләйду.
  • Зираәтниң көкигә ишлимәй, түвигә ишлә.

Зулпиқар Барат Өзбаш

Зулпиқар Барат Өзбаш

Зулпиқар Барат Өзбаш 1975- йили ақсу учтурпан наһийисидә туғулған. 1992- Йилидин 1996- йилиғичә шинҗаң университетиниң җуңго тиллири факултетида оқуған. Оқуш пүттүргәндин кейин аптоном районлуқ дөләт баҗ идарисиниң тәрҗимә башқармисида тәрҗиман, сабиқ «шинҗаң баҗ ишлири» журнилида тәһрир вә мәзкур идариниң «баҗ кадирлирини тәрбийәләш мәркизи» дә оқутқучи болуп ишлигән. У әдәбий тәрҗимигә 1992- йили алий мәктәптә оқуватқан мәзгилидин башлап киришкән болуп, җуңгу вә чәт әл әдәбийатидики көплигән даңлиқ әсәрләрни тәрҗимә қилип тонуштурған вә әдәбий тәрҗимә маһарити һәққидә чоңқур издәнгән. У тәрҗимә қилған әсәрләрниң тили интайин раван, йеқишлиқ, пасаһәтлик, чүшинишлик болуп, оқуған кишигә ана тилда йезилғандәк туйғу бериду. У әдәбий тәрҗимини дәсләптә хәнзу әдәбийатидин башлиған болуп, «тухумәк дәрихи астида», «сесиқ пайпақ мода болған...

Давамини оқуң!