Йазғучи – Шаирлар

«Адаргүл» Нахшисиниң Текистини Зади Ким Йазған?

Абдуғени сейит

Искәндәр җелил (қомул таранчидин) Хәлқ ичидә тарқиливатқан нурғун нахшиларни әмәлийәттә бәзи кишиләр иҗад қилған, лекин нахша омомлишип, униң иҗаткариниң нами көпинчә әһвалларда тилға елинмиғачқа, бу нахшилар омомән хәлқ нахшиси дәп атилип кәлмәктә. Йеқинда, хотәндики бәзи пидаийларни зийарәт қилиш давамида, «адаргүл» нахшисиниң текистикини йазған шаир абдуғени сейит акимиз билән тасаддипий учришип қалдим. У бу һәқтә мундақ дәп һекайә қилиду: 1969-Йили 11-айда, абдуғени сейит ака гума наһийәси қоштағ йезилиқ оттура мәктәптә оқутқучилиқ қиливататти. Бу чағларда мәдәнийәт инқилаби хели әвҗигә чиққан болуп, лйу шавчи, диң шавпиң қатарлиқларни әксилинқилабчи, капитализм йолиға маңған һоқуқдарлар дәп тартип чиқирилған иди. Абдуғени сейт акиниң қәлими күчлүк, авази йаңрақ болғачқа, көпинчә йиғинларда шуар товлаш үчүн чиқирип қойулатти. Бир қетимлиқ чоң пипән...

Давамини оқуң!

Абдурахман Қаһар

Абдурахман Қаһар

Абдурахман Қаһар 1936-йили 11- айда ғулҗа шәһиридә қол һүнәрвән аилисидә туғулған. 1945-Йилидин 1952-йилиғичә башланғуч вә оттура мәктәп тәрбийисини ғулҗа шәһиридә алған. 1952-Йили 9-айда ғулҗидики әхмәтҗан қасими намидики билим йуртиға кирип бир йил оқуғандин кейин, 1953-йили 9-айда сабиқ шинҗаң иниститутиниң тил-әдәбийат факултетида оқушқа киргән вә 1956-йили оқуш пүттүргәндин кейин үрүмчи вә ғулҗиларда маарип саһәсидә ишлигән, кейин или педагогика иниститоти тил-әдәбийат факултетиға йөткилип оқутқучилиқ қилған. 1988-Йилидин етибарән шинҗаң йазғучилар җәмийитиниң кәспий йазғучиси болуп ишләшкә башлиған Абдурахман Қаһар, дөләтлик 2- дәриҗилик кәспий йазғучи, җуңго йазғучилар җәмийитиниң әзаси, җуңго аз санлиқ милләт йазғучилири илмий җәмийитиниң һәйәт әзаси иди. Пишқәдәм Уйғур йазғучиси Абдурахман Қаһар 2020-йили 12-декабир күни 85 йешида үрүмчидә вапат болған. Абдурахман Қаһар әдәбийат саһәсигә...

Давамини оқуң!

Җалалидин Бәһрам

Җалалидин Бәһрам

Җалалидин Бәһрам 1942-йили 8-айниң 16-күни Уйғур дийариниң ғулҗа шәһридә һөнәрвән (тиккүчи) аилисидә дунйаға кәлгән. Униң атиси бәһрам әпәнди уста һүнәрвән болупла қалмай, бәлки или нахшилирини һәқдадиға йәткүзүп ейтидиған хәлқ нахшичиси һәм рәссам иди. У мәрипәтпәрвәр адәм болуп, хуш-пеиллиқ вә чақчақчилиқ билән алаһидә көзгә ташлинип туратти. У зерәк һәм тетик чоң болуватқан оғлиға хәлқ -чөчәклири вә дастанлирини чоңқур һессийат билән сөзләп берәтти. Шундақла униңға һәрхил рәсимләрни көрситип, рәссамлиқниң сеһри-күчини тәрипләйтти. Шуңа, Җалалидин Бәһрам: «мениң йумран қәлбимгә әдәбийат-сәнәт уруқлирини чечип, рәссамлиқ вә әдәбийат бихлирини йетиштүргән атамни һәр даим мәмнунийәт билән әсләймән…» дәйду. Оқуш вә хзмәт һайати Җалалидин Бәһрам 1950-йилдин 1954-йилғичә ғулҗа шәһиридики «рошән» башланғуч мәктипидә, 1954-йилдин 1957-йилғичә или оттура мәктипидә оқуған. Рәсим куржуки, әдәбийат...

Давамини оқуң!

Ғәнизат Ғәйурани

Уйғур қамуси

Ғәнизат Ғәйурани (1930-2007) кәлпин наһийәсидә туғулған. 1948-Йилидин 1950-йилиғичә шинҗаң дарилфонунида оқуған. 1950-Йилидин 1953-йилиғичә сабиқ өлкилик 2-дарилмуәллиминдә оқутқучи болған. 1953-Йилидин 1955-йилиғичә шинҗаң хәлқ нәшрийати Уйғур дәрслик гурупписиниң башлиқи болған. 1955-Йилидин 1957-йилиғичә мәркизий милләтләр институтиниң тилшунаслиқ синипида оқуған. 1957-Йилидин 1962-йилиғичә «шинҗаң гезити» идарисидә муһәррир, мухбир болуп ишлигән. 1962-Йилидин 1966-йилиғичә үчтурпан наһийәлик 1-оттура мәктәптә оқутқучилиқ қилған. 1980-Йилидин башлап, шинҗаң Уйғур аптоном районлуқ тил-йезиқ комитетида тил тәтқиқати билән шуғулланған. Ғәнизат Ғәйурани 1949-йили «шинҗаң гезити» дә елан қилинған бир түркүм шеирлири билән иҗадийәт сепигә киргән. Униң «тарим бойида», «һайат қошиқи» қатарлиқ шеир топламлири, «болди қил» намлиқ фелйәтон вә сатиралар топлими, «100 рубаий» намлиқ рубаийлар топлими нәшр қилинған. Ғәнизат Ғәйураниниң тил тәтқиқат вә нәшрийатчилиқ саһәсидики төһписиму алаһидә гәвдилик....

Давамини оқуң!

Турғун Алмас

Турғун Алмас

Турғун Алмас 1924- йили 10- айниң 30- күни қәшқәр конишәһәр наһийиси дөләтбағ йезисиниң тарбоғуз кәнтидә намрат аилидә дунйаға кәлгән. У 1934- йилидин 1939- йилиғичә, булақсу райони өркәш йеза башланғуч мәктипи билән қәшқәр конишәһәрдики нурбеши башланғуч мәктипидә оқуди. 1939- Йили 9- айдин 1942- йили 8- айғичә, үрүмчидики сабиқ өлкилик педагогика мәктипидә, 1956- йили 6- айдин 1957- йили 6- айғичә, лушүн әдәбийат институтида оқуди. Дәсләпки һайати вә иҗадийәтлири Турғун Алмас 40- йиллардин башлапла рус, франсуз, инглиз классик йазғучилири вә совет йазғучилириниң әсәрлири билән тонушушқа башлиған болуп, униң иҗади паалийитиму ашу йилларда башланған. Турғун Алмасниң иҗадий паалийити шеирийәттин башланған болуп, 1941- йили елан қилған «қайтмаймиз» намлиқ шеири шаир иҗадийитиниң тунҗи мевиси һесаблиниду. Турғун Алмас 1942- йили 8-...

Давамини оқуң!

Зулпиқар Барат Өзбаш

Зулпиқар Барат Өзбаш

Зулпиқар Барат Өзбаш 1975- йили ақсу учтурпан наһийисидә туғулған. 1992- Йилидин 1996- йилиғичә шинҗаң университетиниң җуңго тиллири факултетида оқуған. Оқуш пүттүргәндин кейин аптоном районлуқ дөләт баҗ идарисиниң тәрҗимә башқармисида тәрҗиман, сабиқ «шинҗаң баҗ ишлири» журнилида тәһрир вә мәзкур идариниң «баҗ кадирлирини тәрбийәләш мәркизи» дә оқутқучи болуп ишлигән. У әдәбий тәрҗимигә 1992- йили алий мәктәптә оқуватқан мәзгилидин башлап киришкән болуп, җуңгу вә чәт әл әдәбийатидики көплигән даңлиқ әсәрләрни тәрҗимә қилип тонуштурған вә әдәбий тәрҗимә маһарити һәққидә чоңқур издәнгән. У тәрҗимә қилған әсәрләрниң тили интайин раван, йеқишлиқ, пасаһәтлик, чүшинишлик болуп, оқуған кишигә ана тилда йезилғандәк туйғу бериду. У әдәбий тәрҗимини дәсләптә хәнзу әдәбийатидин башлиған болуп, «тухумәк дәрихи астида», «сесиқ пайпақ мода болған...

Давамини оқуң!

Халидә Исраил

Халидә Исраил

Халидә Исраил, 1952- йили 10- айда қәшқәр шәһридә туғулған. 1959- Йилидин 1969- йилиғичә ақсу, хотән қатарлиқ җайларда башланғуч, оттура мәктәпләрдә оқуған. 1971- Йилидин 1972- йилиғичә «хотән гезити» дә ишлигән . 1972- Йилидин 1975- йилиғичә сабиқ мәркизий милләтләр иниститотиниң тил факолтитида оқуған. Оқуш пүттүргәндин кейин «шинҗаң гезити» идарисигә тәхсим қилинған. Һазир шу орунда муһәррир болуп ишләватиду. Һазирғичә Халидә Исраилниң «қумлуқ чүши», «таш шәһәр» қатарлиқ һекайә- повестлар топламлири нәшир қилинған. Халидә Исраил 1985- йилдин башлап әдәбий иҗадийәткә киришкән. У гойа бирдинла бәрқ уруп чечәклигән баһар гүлидәк наһайити қисқа вақит ичидила өзиниң аз, әмма саз болған, китабханлар қәлбини ләрзигә салалиған әсәрлири билән әдәбийатимиз мунбиридә өзигә мунасип орун алди. У 1985- йили елан қилған тунҗи һекайиси...

Давамини оқуң!

Абдуқадир Җалалидин

Абдуқадир Җалалидин

Абдуқадир Җалалидин 1964-йили қәшқәрдә туғулған. 1982-Йили 9-айдин 1986-йили 7-айғичә қәшқәр пидагогика иниститутида оқуған. 1986-Йили 7-айдин 1988-йили 9-айғичә шинҗаң тәҗрибә оттура мәктипидә оқутқучи болған. 1988-Йили 10-айдин 1990-йили 7-айғичә шинҗаң маарип иниститути илмий тәтқиқат орнида илмий журнал муһәррирликини үстигә алған. 1990-Йили 8-айдин 2009-йили 11- айғичә шинҗаң маарип иниститутиниң филологийә шөбә иниститутида оқутқучилиқ қилған. 1993-Йили 1-айда лекторлуқ унваниға еришкән. 1998-Йили 11-айда муавин пироффисорлуқ унваниға еришкән. 2004-Йили 11-айда проффисорлуқ унваниға еришкән. 2005-Йили 7-айда шинҗаң маарип иниститути филологийә шөбә иниститутиниң пәнний саһәдики башламчиси болуп баһаланған. 2009-Йили 11-айда шинҗаң пидагогика университитиға йөткилип килип, аспирант йитәкчиси болған. Абдуқадир Җалалидин нурғунлиған шеир, мақалә, тәрҗимә әсәрләрни йезип нәшир қилдурған болуп, көпинчиси уйғурлар талишип оқуйдиған әсәрләргә айланған. Бир қисим әсәрлири даңлиқ аваз артислири тәрипидин...

Давамини оқуң!

Йалқун Рози

Йалқун Рози

Йалқун Рози 1966-йили 3-айниң 4-күни атуш шәһириниң тәбиий мәнзириси гүзәл тағлиқ йезиси ағуда тоғулған. Башланғуч вә толуқсиз оттура мәктәпни 1973-йилидин 1980-йилиғичә ағу йезисида оқуған. 1980-Йилидин 1982-йилиғичә қизилсу областлиқ 1-оттура мәктәптә оқуған. 1987-Йили шинҗаң университетиниң әдәбийат факолтитида оқуған вә оқуш пүттүргәндин кейин шинҗаң хәлиқ радио истансисиға қобул қилинип, мухбирлиқ қилған. 1991-Йили 1-айдин башлап «шинҗаң маарип гезити» Уйғур тәһрир бөлимидә муһәррир болуп ишлигән. 2005-Йилидин башлап шинҗаң маарип нәшрийати дәрслик бөлүмидә Уйғур тил-әдәбийат дәрсликлирини түзүш, тәһрирләш хизмитини қиливатиду. Йалқун Рози әдәбийат обзорчилиқи, публистик мақалә, җәдидизим тәтқиқати, нутуқ ликсийә, Уйғур тил-әдәбийат дәрсликлири түзүш вә нәшрийатчилиқ қатарлиқ җәһәтләрдә көзгә көринәрлик нәтиҗә-утуқларни қолға кәлтүргән болуп, «тәклимакандики алтун колдурма», «Мәмтили Әпәнди» (мерза сийит билән биллә), турмуштики пәлсәпә (тәрҗимә әсәр), ойғиниватқан...

Давамини оқуң!

Қурбан Мамут

Қурбан Мамут

Төһпикар журналист Қурбан Мамут 1950-йили, кучар наһийәси беһишбағ йеза, бостан кәнтидә туғулған. 1968-Йили наһийәлик 1-оттура мәктәпни пүттүрүп, 1972-йилдин 1976-йилғичә шинҗаң университети әдәбийат факултетида оқуған. 1976-Йилидин 1984-йилғичә шинҗаң хәлқ радийо истансисида мухбир, муһәррир болуп хизмәт қилған, 1985-йилидин башлап «шинҗаң мәдәнийити» журнилида мәсул муһәррир, баш муһәррир болуп ишләп 2011-йили  пенсийәгә чиққан. Қурбан Мамут «шинҗаң мәдәнийити» журнилида мәсул хизмәттә болған бу җәрйанда у Уйғур зийалийлири ичидики сәрхил қәләмкәшләрниң Уйғур мәдәнийити, тарихи, сийасий вә иҗтимаий тәрәққийати һәққидики бир йүрүш надир әсәрлирини таллап мәзкур журналда елан қилған. Журналист Қурбан Мамут ака узақ йиллиқ журналистлиқ һайатида уйғурларниң миллий ойғинишини изчил рәвиштә өз хизмитиниң баш нишани қилип тиклигән. Өзи ишләватқан «шинҗаң мәдәнийити» журнили таки шаир бәгмәт йүсүп мәсул муһәррирлик...

Давамини оқуң!

Абдуреһим Өткүр

Абдуреһим Өткүр

Уйғур бугүнки заман әдәбийатиниң йарқин намайәндилиридин, йирик шаир вә йазғучи мол нәтиҗилири билән хәлқимизниң көңүл төридин орун елип келиватқан истидатлиқ мәрһум әдәбийатшунас алим Абдуреһим Өткүр 1923- йили қумулда оттураһал тиҗарәтчи аилисидә дунйаға кәлгән. У өз ата- анисидин кичикидила айрилип, йетим қалған. Дадиси тиләш бегим артуш тиҗәнлик киши болуп, аләмдин өтәр чеғида, әмдила төрт йашқа киргән абдуреһимни қумул мөтивәрлиридин болған дости осман һаҗиға оғуллуққа беривәткән. Осман һаҗим көпни көргән, оқумушлуқ, тәрәққийпәрвәр киши иди. У өмүр бойи пәрзәнт йүзи көрмигән болғачқа, абдуреһимни интайин арзулап вә көңүл қойуп тәрбийилигән. Уни өзи оқутуп хәт-савадини чиқарғандин кейин, диний мәктәпкә бәргән. Диний мәктәптә дәрслик қилинған классик әсәрләр ичидә «соڧи аллайар» дегән китаб тилиниң чүшинишлик, аммибаб, гүзәл,...

Давамини оқуң!

Исламҗан Шерип

Исламҗан Шерип

Алим, төһпикар тәрҗиман, заманимиздики даңлиқ Уйғур нәширийатчиси, натиқ Исламҗан Шерип 1947-йили 3-айда қәшқәр шәһридә туғулған, бәшкерәм, ават йеза вә қәшқәр шәһиридә толуқсиз, толуқ оттура мәктәпләрдә оқиған. 1976-Йили җ к п гә киргән. У «ш, у, а, р иҗтимаий пәнләр мунбири» тәһрир һәйитиниң мудири, җуңго аз санлиқ милләтләр пәлсәпә, идийә тарихи җәмийтиниң даимий һәйәт әзаси, җуңго Уйғур мәдәнийәт-тарих тәтқиқат җәмийтиниң даимий әзаси, «қудағубилик» илмий җәмийитиниң әзаси, «он икки муқам» тәтқиқат җәмийтиниң әзаси ш, у, а, р иҗтимаий пән әсәрлирини баһалаш комтети ишханисиниң муавин мудири болған. У 1967-йили сабиқ мәркизий милләтләр институтини, 1985-йили җ к п мәркизий партийә мәктипиниң аспирантлиқ синипини пүттүргән. Илгири-ахир болуп йәкән наһийилик партком тәшвиқат бөлүми. Қәшқәр вилайәтлик партком...

Давамини оқуң!