- Ит каллиси тәхсидә тохтимас.
- Ит мүшүкни буйруса, мүшүк қойруқини буйрупту.
- Ит итлиқини қилмиса көңли тинмас.
- Иттин қорққан гадай әмәс.
- Итниң игиси болса, бөриниң худаси бар.
- Ич сириңни атаңға ейтма.
- Ичи тарниң көңли тинмас, ешәк мингәнниң пути тинмас.
- Ичи тошмиса тешиға чиқмас.
- Ичи көймигәнниң көти қичишмас.
- Ичидә рози тутуп, тешида һейт ойнапту.
- Иззәт тапай дисәң хизмәт қил.
- Исрапчилиқ нәдә? Пишаниси тәрлимигән йәрдә.
- Иш башқа, һәвәс башқа.
- Иш қилишқа бели бош, гәп қилишқа ағзи қош.
- Иш иштәйни ачиду.
- Иштанға чиққан көңүлгә айан.
- Ишқ оти пүвлигәнгә өчмәс.
- Ишқи йоқ йардин, иссиқ очақ йахши.
- Ишик көргәнни алма, бөшүк көргәнни ал.
- Ишик очуқ болсиму, сорап кир.
- Ишиң түзәлмисә, чүшүң түзәлмәс.
- Ишәнгән тағда кийик йатмапту.
- Икки қочқарниң беши бир қазанда қайнимас.
- Игисини йахши көрсәң итиға сөңәк ташла.
- Илмәкни ишарәт билән руслиғили болмас.
- Инавәт алтундин қиммәт.
- Инсап қалмиди чоңда, иштан қалмиди қоңда.
- Инәкниң сүти йелинидә әмәс, йемидә.