Ө

Мақал-Тәмсилләр (Ө)

Өткән өмүр – аққан су. Өткән иш салават. Өч көргәнни оттуз қетим көрүпту. Өчкиниң очуқ турса һеч гәп йоқ, қойниң ечилип қалса һойт – һойт. Өз өйүмниң бошлуқи, пут – қолумниң хошлуқи. Өз елиңниң ненини йә, кечә – күндүз ғемини йә. Өзгигә өлүм тилигичә, өзүңгә өмүр тилә. Өзүң қиңғир болсаңму, гепиң түз болсун. Өзүң үчүн күләрсән, йуртуң үчүн өләрсән. Өзүңгә йахшилиқ тилисәң, кишигә йаманлиқ қилма. Өзүңгә йақмиғанни кишигә таңма. Өзүңни бил, өзгини қой. Өзүңни чағла, белиңни бағла. Өзүңни хар қилғучә, күчүңни хар қил. Өзүңни әр чағлисаң, өзгини шир чағла. Өзүңниң кимликини билмәкчи болсаң, кишиниң қизиға әлчи әвәтип көр. Өзүм тапқан балаға, нәгә барай даваға. Өзүмни чағлимай шилтиң етиптимән, паласқа йөгинип һәптә йетиптимән. Өзи болалмайду, болғанни көрәлмәйду. Өзи тойсиму көзи тоймас. Өзини сориған йурт сорар. Өзиниң путиға өзи кәкә чепипту. Өзиниң өзигә, тописи...

Давамини оқуң!

Өмәрҗан Нури

Өмәрҗан Нури

Өмәрҗан Нури 1968-йили 4-айниң 25-күни хотән вилайити қарақаш наһийисиниң қарасай йезисида бир оқутқучи аилисидә дунйаға кәлгән. Башланғуч, оттура мәктәпни қарасай, қойчи йезилирида, толуқ оттура мәктәпни қарақаш наһийилик 1-оттура мәктәптә оқуған. 1986-Йили алий мәктәп имтиһанида иҗтимаий пәнләр бойичә әла нәтиҗә билән хитайниң чаңчүн шәһиридики шәрқи-шимал педагогика университетиниң тарих кәспигә қобул қилинған. Мәркизи милләтләр университетида икки йил тәййарлиқ оқуғандин кейин, шәрқи-шимал педагогика университетиниң төт йиллиқ тарих кәспини пүттүрүп, 1992-йили хотән педагогика мәктипи (һазирқи хотән педагогика институти) гә тарих оқутқучиси болуп ишқа чүшкән. 2000-Йиллири бейҗиңдики мәркизи милләтләр университетида тарих пәнлиридә магистирлиқ унванини алған.

Өмәрҗан Нуриниң «нушриван йаушефниң бәргән мәлуматлирида уйғурлар», «турпан уйғурлириниң 1732-йилидики шәрққә көчүши һәққидә бир мәлумат», «аталмиш йаш қәшқәрликләр партийәси вә әндиҗан...

Давамини оқуң!