Қ

Җуңхуа Хәлқ Җумһурийитиниң Асасий Қануни

1982- Йили 12- айниң 4- күни 5- нөвәтлик мәмликтлик хәлқ қурултийиниң 5- йиғинида мақулланған, 1982- йили 1 - айниң 4- күни мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң елани билән йолға қойушқа җакарланған, 1988– йили 4- айниң 12– күни 7- нөвәтлик мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң 1– йиғинида мақулланған «җуңхуа хәлқ җумһурийити асасий қануниниң түзитилмиси», 1993– йили 3 – айниң 29– күни 8– нөвәтлик мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң 1– йиғинида мақулланған «җуңхуа хәлқ җумһурийити асасий қануниниң түзилтилмиси» вә 2004– йили 3– айниң 14– күни 10– нөвәтлик мәмликәтлик хәлқ қултийитиниң 2– йиғинида мақуллланған «җуңхуа хәлқ җумһурийити асасий қануниниң түзитилмиси» гә асасән түзитилгән. 1 – Баб омумий программа 1 – Мадда җуңхуа хәлқ җумһурийити ишчилар синипи рәһбәрлик қилидиған, ишчи, деһқанлар иттипақини...

Давамини оқуң!

Миллий Территорийәлик Аптономийә Қануни

Җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң миллий территорийәлик аптономийә қануни (1984-Йили 5-айниң 31-күни 6-нөвәтлик мәмликәтлик хәлқ қурултийи 2-йиғинида мақулланған, 2001-йил 2-айниң 28-күни 9-нөвәтлик мәмликәтлик хәлқ қурултийи даимий комитети 20-санлиқ йиғининиң «җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң миллий территорийәлик аптономийә қануни»ға түзитиш киргүзүш тоғрисидики қарариға асасән түзитилгән). «Җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң миллий территорийәлик аптономийә қануни» асасий қанунда бәлгиләнгән миллий территорийәлик аптономийә түзүмини йолға қойидиған негизлик қанундур. Биринчи баб: омумий принсип 1-Мадда җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң миллий территорийәлик аптономийә қануни җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң асасий қануниға асасән түзүлди. 2-Мадда аз санлиқ милләтләр топлишип олтурақлашқан җайларда миллий территорийәлик аптономийә йолға қойулиду. Миллий аптономийәлик җайлар аптоном район, аптоном област, аптоном наһийәләргә бөлүниду. Миллий аптономийәлик җайларниң һәммиси җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң айрилмас қисмидур. 3-Мадда миллий аптономийәлик җайларда аптономийә органлири тәсис қилиниду,...

Давамини оқуң!

Мақал-Тәмсилләр (Қ)

Қапиқи ушшуқ, пулиға тушлуқ. Қатардин қалма, хатадин қал. Қаттиқ йағачни йумшақ қурт йәйду. Қачиниң тегидә қача бар, сақтин зерәк гача бар. Қарни башқиниң қайғуси башқа. Қазанда нимә болса чөмүчкә шу чиқар. Қассап йағ қайғусида, өчкә җан қайғусида. Қашаң атқа мингүчә, пийадә маң өлгүчә. Қаға балам апақ, кирпә балам йумшақ. Қаға җигдини йимәң, мәйдәм ағриди димәң. Қаға қағиниң көзини чоқумас. Қамчиға күчимәй, йәмгә күчә. Қанаәтлик кишиниң қарни тоқ. Қанни қан билән йуғили болмас. Қорққан йәрдә җин бар. Қорқунчақ өлмәй туруп миң қетим өләр. Қоштин чиқирип сөрәмгә сапту. Қошмақ тәс, айримақ асан. Қоңумда иштан йоқ, етим марҗан бүви. Қол қолни йуса, қол килип йүзни йуйар. Қоли билән елип, пути билән берипту. Қоли қисқиниң йол қисқа. Қоли очуқниң йоли очуқ. Қомуш өйүм, күмүш өйүм. Қойруқ көрситип өпкә сетипту. Қурсақ тоқ, көңүл хош. Қурсақ ағриқиң болмиса тавуз йийиштин қорқма. Қурсақниң ачқини...

Давамини оқуң!

Қурбан Мамут

Қурбан Мамут

Төһпикар журналист Қурбан Мамут 1950-йили, кучар наһийәси беһишбағ йеза, бостан кәнтидә туғулған. 1968-Йили наһийәлик 1-оттура мәктәпни пүттүрүп, 1972-йилдин 1976-йилғичә шинҗаң университети әдәбийат факултетида оқуған. 1976-Йилидин 1984-йилғичә шинҗаң хәлқ радийо истансисида мухбир, муһәррир болуп хизмәт қилған, 1985-йилидин башлап «шинҗаң мәдәнийити» журнилида мәсул муһәррир, баш муһәррир болуп ишләп 2011-йили  пенсийәгә чиққан. Қурбан Мамут «шинҗаң мәдәнийити» журнилида мәсул хизмәттә болған бу җәрйанда у Уйғур зийалийлири ичидики сәрхил қәләмкәшләрниң Уйғур мәдәнийити, тарихи, сийасий вә иҗтимаий тәрәққийати һәққидики бир йүрүш надир әсәрлирини таллап мәзкур журналда елан қилған. Журналист Қурбан Мамут ака узақ йиллиқ журналистлиқ һайатида уйғурларниң миллий ойғинишини изчил рәвиштә өз хизмитиниң баш нишани қилип тиклигән. Өзи ишләватқан «шинҗаң мәдәнийити» журнили таки шаир бәгмәт йүсүп мәсул муһәррирлик...

Давамини оқуң!