Алим Әһәт

Бузулмақ

①«Бузмақ» пеилиниң мәҗһул дәриҗиси: анаң өгәй болса, тойуң бузулар (мақал).*Әр күнлисә өй түзүлиду, хотун күнлисә өй бузулиду (мақал). ②«Бузмақ» пеилиниң өзлүк дәриҗиси: чүштин кейин уштумтут һава бузулди. ③Никаһлиқ йолдишидин йүз өрүп, башқа биригә қаримақ, берилмәк: патәмхан балисиға ечиниш билән қариғандин кейин:-буниң дадиси. .. Кейин һазирқи хотуниға бузулуп, мени аҗришишқа қистиди,-деди.

Бузун

Исим «ботаника» үчқат аилисидики йопурмақ ташлайдиған чатқал. Кичик йопурмақлири бәш тал болуп, соқичақ келиду; гүлниң рәңги сарғуч йаки ақуч йешил мевиси ширнилик, рәңги тоқ қизил вә шарсиман келиду; йилтиз пости вә йумран шехи дора қилиниду, пәйни бошитиш, қанни җанландуруш, рематизмни давалаш роли бар.