Алим Әһәт

Бегемот

Исим [русчә] зоологийә сүт әмгүчи һайван. Униң тени чоң, беши йоған вә тик төт булуң шәкилдә келиду; көп вақитларда суда йашайду, адәттә бешини су йүзигә чиқирип туриду; африқидин чиқиду.

Белорус

Исим «ирқ» мушу нам билән аталған милләт вә бу милләткә мәнсуп киши. Улар шәрқий славйанларға мәнсуп болуп, белорусийә дөлитиниң асаслиқ аһалисини тәшкил қилиду, ундин башқа русийә қатарлиқ шәрқий йавропа дөләтлиридиму бирқисим белоруслар йашайду.

Белиқ

Исим «зоологийә» ①суда йашайдиған омуртқилиқ һайван. Түрлири наһайити көп болуп, көплирини истемал қилишқа йаки белиқ йелими ишләштә ишлитишкә болиду. ②Шу һайванниң гөши: қорулған белиқ. <③Астр» уйғурларниң мүчәл йил һесабида бәшинчи йилниң нами: белиқ йили.

Белиқалғуч

Исим [белиқ+алғуч] зоологийә су қуши. Пәй-түклириниң рәңги қара, йешил вә парқирап туриду. Тумшуқи йапилақ, узун, рәңги қарамтул, үстүнки тумшуқиниң учида илмики бар, суда үзүләйду, белиқ тутушқа маһир. Гелида халтисиман покини болуп, тутқан белиқни халта ичигә салиду. Дөлитимизниң җәбубиға маканлашқан. «Қарна» дәпму атилиду.