Б

Бүргүн

Исим «ботаника» мурәккәп гүллүкләр аилисигә тәвә бир йиллиқ, өсүмлүк. Адәттә 60 сантиметирдин бир метирғичә өсиду, егизлири 2⑤2 метир келиду. Гүли сериқ болиду. Уруқи өктәбирдә пишиду. Дора йасашқа ишлитилиду; иштиһани ечиш, кесәллик бактерийисини өлтүрүш, йеғир қатарлиқ терә кесәллирини давалаш роли бар.

Бүгүнки

Сүпәт ①сөз болуватқан күни садир болған, йүз бәргән йаки шу бир күндики: бүгүнки ишни әтигә қойма (мақал). ②Көз алдидики, һазирқи пәйттики, һазирқи: Уйғур хәлқ классик музикиси «он икки муқам» ниң бүгүнки һаләткә кәлгәнликини хушаллиқ билән тәнтәнә қилимиз.

Бекинмичилик

Исим. Бирәр дөләтниң ташқи сийаситидики чәтниң һәрқайси җәһәтләрдики йеңилиқлирини қобул қилмайдиған, өзиниңкиниму сиртқа чиқармайдиған бир хил бир изда турувелиш нуқтиинәзири, идийиси.