Б

Баблимақ

Пеил ①әдипини, җазасини бәрмәк; җайлимақ:-йәп тоймас баҗгирларни раса баблапту-дә!-Деди херидарлардин бири. ②Бирәр ишни көңүлдикидәк, мувапиқ беҗирмәк, бәҗа кәлтүрмәк; орундимақ: бу шәкилләрни өзигә хас орунлириға баблап ишләтмисәк, асанла хаталиқлар келип чиқиду. ③Бирәр иш йаки гәптә башқиларни алдимақ, голлимақ: у:-бу қетим мени қалтис баблап кәтти,-деди содигәр йенида кетиватқан хотуниға һәсрәтлик бир уһ тартип қойуп.

Батил

Сүпәт [әрәбчә] «йезиқ тили» ①инавәтсиз; йалған:-мубада буниңға пеқир вә мениң әвладим нарази болуп дәва қилса, йурт шәри алдида дәваси батил болғай,-дегән гәпләр йезилипту. ②Қув, һийлигәр: сайит ашундақ бир түрлүк һиҗайғинида униң игисини алидиған қушниңкидәк батил көзлири әҗәб бир йаңза чимирлайтти.

Бармақ Вәзин

«Әдәбийат» шеир мисралиридики тәң миқдарлиқ боғумлар мәлум тәртиптә гуруппилинип, бир хил ритим һасил қилидиған шеирий вәзин. Бу нам мисралардики боғумлар саниниң бармақ билән санилишидин келип чиққан.