Б

Байанат, Байанати

Исим [әрәбчә] ①байан қиливатқан бирәр иш, вәқә вә һадисә қатарлиқларниң тәпсилати, байани; байаннамә: у хизмәттики артуқчилиқ вә кәмчиликләр үстидин хели обдан байанат берип өтти. ②Дипломатик мунасивәтләр, музакириләр, хәлқара әһвал вә шу қатарлиқлар һәққидә мәнпәәтдар тәрәпләр һәм омумий ахбарат үчүн ағзаки йаки йазма шәкилдә елан қилидиған уқтуруш вә йаки шу һәқтики һөҗҗәт: байанат елан қилмақ.

Бориқийақ

Исим [бора+қийақ] «ботаника» қийақ аилисигә киридиған, көп йиллиқ саман ғоллуқ өсүмлүк. Суда өсиду; ғоли үч қирлиқ, йопурмиқи инчикә вә узун, гүли йешил қоңур рәңдә; бора тоқушта ишлитилиду.