Б

Балғун

Исим «ботаника» йулғун аилисигә киридиған чатқал. Йопурмиқи тәңгигә охшайду; гүллири ғолиниң учиға топлишип өсүп, омумий гүл ретини шәкилләндүриду; уруқида түклири болиду. Көпинчә дәрйа саһилидә өсиду.

Балийатқу

Исим [бала+йатқу] «анатомийә» айаллар йаки сүт әмгүчи чиши һайванларниң төрәлмә йетилдүрүш әзаси. Шәкли халтиға охшап кетиду. У довсақ билән түз үчәйниң оттурисиға җайлашқан болуп, еғизи җинсий йол билән, астиниң икки тәрипи тухум тошуш нәйчиси билән тутишиду. Тухумдан уруқланғандин кейин балийатқу ичидә йетилип, төрәлмә болуп шәкиллиниду.

Байрақлиқ

Сүпәт ①байриқи бар, байраққа игә: шу чағда тосаттин думбақ гүпүлдәп, йирақтин байрақлиқ бир топ көрүнди. ②Байрақ тәййарлашқа лайиқ, баб; байраққа йетидиған: байрақлиқ рәхт алмақ.