Б

Бошимақ

Пеил ①игилигән вә ишғал қилған нәрсидин халий болмақ: өй бошиди. Йол бошиди. ②Иштин, мәлум һәрикәттин чүшмәк; бикар болмақ: ишидин бошимақ. Хизмәттин бошимақ.*Гепи гәпкә охшимас, ағзи гәптин бошимас (мақал).*Йәнә икки күндин кейин униң қоли хели бошайду. ③Қутулмақ, қутулуп чиқмақ: түрмидин бошимақ.

Боғушмақ

①«Боғмақ» пеилиниң өмлүк дәриҗиси :уларниң һәммиси өзлири йиғқан оғутни тағарлириға елишип, еғизлирини боғушуп йәнә йүдүп кетишти. ②Йақа сиқишип урушмақ: у өзини оңшап, сайимға ташланди, иккиси боғушуп кәтти.

Болғуси

①«Болмақ» пеилиниң сүпәтдиши. ②Сүпәт. Көчмә мәнидики сөз. Кәлгүсидә болуши мумкин йаки еһтималға йеқин болған: хәттә дуайисаламдин кейин мундақ дейилгәниди: «мән чәт әлгә чиқмақчимән, болғуси һаким өзлиригә мубарәк болсун».