Б

Бесим

Исим ①«физика» мәлум нәрсиниң бирлик йүзигә чүшкән еғирлиқ күчи: қан бесими. ②Қисиш, езиш, зулум селиш: у қаттиқ бир роһий бесим пәйда қилишни көңлигә пүккәниди. ③Еғир вәзипә, мәсулийәт: униң йүрики һазир икки хил бесим астида қийнилатти.

Бешидин Түтүн Чиқип Кәтмәк

Қаттиқ қорқмақ, алақзадә болмақ, әндишә қилмақ: дохтурниң тазиланмиған хормини җиқ йәп зәһәрләнгән дегән хуласисини аңлиғанда, қадир ака билән мәрйәмханниң бешидин түтүн чиқип кәтти.