Ә

Әйибнамә

Исим [әйиб+намә] бирәр хата иш-һәрикәт йаки җинайи қилмишни паш қилиш һәққидики шикайәт хети, һөҗҗәт қатарлиқлар: һелиқи киши сериқ йасима чишлирини көрситип, әйибнамини оқушқа башлиди.

Әһлимәһәллә

Исим [әрәбчә] бир мәһәллидә йашаватқан кишиләр, бир мәһәллиниң адәмлири, әл-җамаәт: тохти көпчиликкә:-қени, җамаәт, әһлимәһәллә мушу йәрдә икәнмиз, бу тоғрида мәслиһәтлишип бақайли.-Деди.