«Б» Билән Башланған Изаһлар

Баш Көтүрмәк

①Үнүп чиқмақ, баш тартмақ: төкүлгән тәр, қануйашлардин, үмид гүликөтүрмәктә баш. ②Өрлимәк, көтүрүлмәк (ай вә қуйаш һәққидә): таң ақирип, упуқтин баш көтүрүп чиққан қуйаш пүтүн җаһанни йорутти. ③Пәйда болмақ, қайта җанланмақ, тирилмәк: у қәлбидә зоридунға қарита хәйрхаһлиқ туйғуси баш көтүрүватқанлиқини сезип қалди. ④Қозғалмақ, қарши чиқмақ: тәшвиқ вәрәқлиригә гоминдаңға қарши баш көтүрүшниң, азадлиқ сепигә уйушушниң лазимлиқи йезилғаниди. ⑤Қәд көтүрмәк: бизниңму баш көтүрүп чиқидиған күнимиз келиду, йүрәк йезилғудәк хушал болидиған күнимиз келиду, узақ қалмиди. ⑥Даң чиқармақ, мәшһур болмақ: у үрүмчидә һазир хели баш көтүрүп қалди.