«Б» Билән Башланған Изаһлар

Болди

Пеил ①«болмақ» пеилиниң ениқ өткән заман 3- шәхс бирлик шәкли: саәт 21 болди. ②Көчмә мәнидики сөз. Купайә, йетәрлик:-маңа бирәр нан бәрсәң болди. Меңиверимән,-деди йолучи шаһзадиға. ③Көчмә мәнидики сөз. Бәс, тохта:-болди,-асим акам әхәтниң сөзини бөлүвәтти,-немә болса болсун, әскәргә машинини бериңлар.

Бойлимақ

Пеил ①бойи йаки узунлуқи, егизлики йәтмәк, тоғра кәлмәк: у:-мән демидимму, кәтмән бойлимиди, суниң терәнлики зади икки гәздин кәм әмәс,-деди. ②Дәрйа, йол қатарлиқларниң йақиси, бойи билән маңмақ: у йан тәрәптики ана ериқни бойлап кетивататти. ③Бойини созмақ: қәпәсниң игиси отунчиға:-һә, немишқа қәпәсни бойлап қалдиң? Оғримусән? Кәт нери!-Дәп варқирапту.