Искәндәр җелил (қомул таранчидин)
Хәлқ ичидә тарқиливатқан нурғун нахшиларни әмәлийәттә бәзи кишиләр иҗад қилған, лекин нахша омомлишип, униң иҗаткариниң нами көпинчә әһвалларда тилға елинмиғачқа, бу нахшилар омомән хәлқ нахшиси дәп атилип кәлмәктә.
Йеқинда, хотәндики бәзи пидаийларни зийарәт қилиш давамида, «адаргүл» нахшисиниң текистикини йазған шаир абдуғени сейит акимиз билән тасаддипий учришип қалдим. У бу һәқтә мундақ дәп һекайә қилиду:
1969-Йили 11-айда, абдуғени сейит ака гума наһийәси қоштағ йезилиқ оттура мәктәптә оқутқучилиқ қиливататти. Бу чағларда мәдәнийәт инқилаби хели әвҗигә чиққан болуп, лйу шавчи, диң шавпиң қатарлиқларни әксилинқилабчи, капитализм йолиға маңған һоқуқдарлар дәп тартип чиқирилған иди. Абдуғени сейт акиниң қәлими күчлүк, авази йаңрақ болғачқа, көпинчә йиғинларда шуар товлаш үчүн чиқирип қойулатти. Бир қетимлиқ чоң пипән қилиш йиғинида, қәғәзчигә йезилған йашисун, йоқалсун дегән шуарлар арилаш кәлгәчкә, абдуғени ака «йоқалсун лйушавчи» дегән шуарни бихәстәнликтин «йашисун лйушавчи» дәп товлап салғанлиқи үчүн, «әксилинқилабчи» дегән қалпақ кәйдүрүлүп, мааш тәминати тохтитилип, қоштағ йезисиниң қарасу кәнтигә әмгәк билән өзгәртишкә чүшүрүлди. Бу җәрйанда, абдуғени ака көп җапарларни чәкти.
1970-Йили әтийаз пәслиниң мәлум бир күни, абдуғени ака қарасу кәнтидики өстәң бойида әмгәк қиливетип, бир қарчуғиниң учуп кәлгиничә бир йава тошқанни қоғлап, чатқаллиққа йупуруп әкирип кәткәнликини көрүп қалиду. Бу вәқә абдуғени акиниң ғериблики билән бирлишип, ичини бир хил пиған тутиду, дәрд әлими вә илһамлирини қәғәзгә төкүшкә адәтләнгән абдуғени ака дәрһал йанчуқиға селивалған қәғәз вә қәләмни елип төвәндики мисраларни йазиду:
Лачин соққан тошқанниң, җаңгалда уваси бар,
Мән ғерип мусапирниң бу йәрдә немәси бар?
Атамға немә дәп йиғлай, анамға немә дәп йиғлай,
Етиңниң алдидин ашқан самандәк сарғийип йиғлай.
…………………………………………..
Абдуғени ака бу шеирни авайлап йанчуқиға селип, шу пети сақлап қойиду.
1972-Йили 5-айға кәлгәндә, абдуғени акиниң нами ақлинип, хизмити әслигә кәлтүрүлиду. 1976-Йили 1-айдин башлап, гума наһийәлик сәнәт өмикигә кәспий йазғучи болуп йөткәлиду. 1977-Йили әтйазда хотән вилайитидә имин рашидин йазған «адаргүл» намлиқ драммини сәһниләштүрүш муһакимә йиғини ечилиду, буниңға абдуғени акиму гумидин алаһидә келип қатнишиду. Драммида адаргүл билән тохтиниң муһәббити тәсвирлинәтти, лекин бу драммиға тохтиниң ғерип- мискинниң ички дунйасини ипадиләйдиған бир нахша текисти лазим болуп қалған иди. Йиғинда нурғун шаирлар нәқ мәйданда шеир йезип бақти, бәзәнләр бир қисим шеирларни тәвсийә қилди, лекин буларниң һечқайсиси тохтиниң ички һесийатини ипадиләп берәлмиди.
Абдуғени ака өзиниң хатирисини ахтуривиди, 70-йили баһарда йазған һелиқи шеир қолиға чиқип қалди. Бу шеирни рәһбәрләр көргәндин кейин, һәммиси йақтуруп қелип, драммидики тохтиниң мискинлик басқан ички дунйасини ипадиләйдиғанға дәл чүшиду дәп қарап, шу шеирни таллиди.
Кейин, бу шеирға шинҗаң нахша усул өмикидики бәкри тохти музика ишләп, һазирқи «адаргүл» дегән нахша мәйданға кәлди.
Шуңа бу нахшиниң шеирини абдуғени сейтниң, музикисини бәкри тохтиниң дәп елишқа болиду.
Абдуғени сейт ака 1942-йили хотән вилайити гума наһийәсиниң пийалма йезисида туғулған, һазир 74 йашта, өйи хотән шәһиридә, пинсийонир, тени сағлам, тутивелиш қабилийити күчлүк, өзи җушқун, һазирму иштин сирт йезиқчилиқ, әдәбийат сәнәт тәтқиқати вә пидаийлиқ ишлири билән шоғулланмақта. Шинҗаң он йүән меһрибанлиқ фунди хотән пидаийлар әтритиниң тәшвиқат һәйити.











