Алим Әһәт

Бойун, Бойни

Исим ①адәм вә һайван гәвдисиниң баш билән тәнни бириктүргүчи қисми. ②Қапақ, чөгүн қатарлиқларниң беши билән қорсиқи арилиқидики инчикә қисми: аптувиниң бойни. Қапақниң бойни. ③Көчмә мәнидики сөз. Үст, зиммә: әһмәд саваблиқ үчүн тохтиниң бойнидики қәрзни елип ташливәтти. Бойун толғимақ баш тартмақ, наразилиқ қилмақ.

Бойунтуруқ

Исим [бойун+туруқ] ①қош, җуваз, тулуқ, һарва қатарлиқларға қетилидиған өкүзләрниң бойниға селинидиған әгри йағач. ②Көчмә мәнидики сөз. Җәбир-җапа, асарәт, чәклимә: езилгүчи милләтләр җаһангирликниң бойунтуруқидин азад болиду.

Бойунтуруқлуқ

Сүпәт ①бойунтуруқ селинған. ②Бойунтуруқ қилишқа болидиған, бойунтуруқ үчүн тәййарланған: бойунтуруқлуқ йағач. ③Көчмә мәнидики сөз. Асарәтлик, түрлүк чәклимиләр билән боғулған.