Алим Әһәт

Билимдан

Исим. Мол билимгә, йуқири мәлуматқа игә болған; уқумушлуқ, билимлик; мәлуматлиқ адәм:-әпәндим, сизни наһайити молла, билимдан дәп аңлидим. Ейтип беқиңа, қачан қийамәт болиду?-Дәп сорапту бай.

Билинмәк

①«Билмәк» пеилиниң өзлүк дәриҗиси: униң ким икәнлики әмди билинди. ②«Билмәк» пеилиниң мәҗһул дәриҗиси: бовайға сабирниң көзлири ғәзәптин йениватқандәк, қапақлири лип-лип қилип йуқири көтүрүлүватқандәк билинди. ③Сезилмәк, һес қилинмақ: алтун отта, адәм меһнәттә билинәр (мақал).

Биливердин

Исим [русчә«латинчә] «биологийә» өт суйуқлуқи тәркибидики бир хил пигмент йәни билирубинниң оксидлинишидин кейинки һасилат. Қушларниң өт пигменти биливердинни асас қилиду, адәмниң өт суйуқлуқи тәркибидә у наһайити аз миқдарда болиду.