Алим Әһәт

Билмәк

Пеил ①бирәр саһәдә мәлуматқа, билимгә игә болмақ: хәт билмәк.*Көп оқуған көп биләр (мақал). ②Хәвәрдар болмақ, вақип болмақ, хәвәр тапмақ: қадир ахири һәммини билди. ③Әслий маһийитини чүшәнмәк, уқмақ, пәрқ қилмақ, аҗратмақ: қазан алсаң чекип ал, хотун алсаң билип ал (мақал). ④Тонумақ, тонуш болмақ: билгән йолуңни атаңға бәрмә (мақал). ⑤Һес қилмақ, сәзмәк: қолумниң ағриватқанлиқини әмди билдим. ⑥Қәдригә йәтмәк, қәдирлимәк: өзини билмигән хәқни билмәс (мақал). ⑦Һесаблимақ, санимақ, чағлимақ. .. Дәп һесаблимақ,. .. Дәп тонумақ: ғәниймәт билмәк.*Өзүңни әр билсәң, өзгини шир бил (мақал).

Билйарт

Исим [русчә«франсузчә] «тәнтәрбийә» ①мәхсус йасалған үстәлдә шарларни мәхсус тайақ билән уруп үстәлниң йени вә бурҗәклиридики төшүкчигә чүшүрүш ойуни: билйарт ойнимақ. ②Шу ойунниң үстәл вә тайақ-шарчилири.

Билим

Исим ①кишиләрниң әмәлийәт җәрйанида еришкән билиши вә тәҗрибиниң мәһсули йаки муәййән саһәгә аит болған мәлуматлар йиғиндиси: билим-әқилниң чириғи (мақал). ②Мәдәнийәт сәвийисиниң дәриҗиси, мәлумат: униң билими йуқири.