Алим Әһәт

Бүркүт

Исим «зоологийә» қарчиғисиманлар аилисидики чоң йиртқуч ов қуши. Униң тумшуқи илмәк, бармақ тирнақлири учлуқ, қанат пәйлири чоң, көзи интайин өткүр. Кишиләр уни қолда беқип, җәрән, кейик, түлкә қатарлиқ һайванларни овлайду.

Бүргүн

Исим «ботаника» мурәккәп гүллүкләр аилисигә тәвә бир йиллиқ, өсүмлүк. Адәттә 60 сантиметирдин бир метирғичә өсиду, егизлири 2⑤2 метир келиду. Гүли сериқ болиду. Уруқи өктәбирдә пишиду. Дора йасашқа ишлитилиду; иштиһани ечиш, кесәллик бактерийисини өлтүрүш, йеғир қатарлиқ терә кесәллирини давалаш роли бар.

Бүргә

Исим «зоологийә» һашарат, қениқ беғир рәң йаки сериқ қоңур рәңдә болиду; тени кичик, путлири узун, сәкрәшкә маһир келиду; шораш әзаси бар, адәм вә сүт әмгүчи һайванларниң тенидә қан шорап паразит йашайду; чашқан йариси вә қара кезик қатарлиқ кесәлликләрни йуқтуриду.