Алим Әһәт

Бәшлик

①Сүпәт. Бәш киши йаки бәш нәрсидин тәркиб тапқан. ②Сүпәт. Үстигә «5» бәлгиси чүшүрүлгән; «5» өлчәм қилинған (қарта ойунида): бәшлик қаға. ③Исим «әдәбийат» бәш мисрадин тәркиб тапқан шеир түри; мухәммәс.

Бәширә

Исим [әрәбчә] ①йүз, чирай, қийапәт: күлгәндә уларниң бәшириси ашундақ болуп кетиду. ②Кишиниң роһий һалити, тәбиити вә ички қийапитини ипадиләйдиған сиртқи көрүнүш:-көзлири немидегән көк, чеқир көз,-дәп йеқимсиз ойлиди мәтқурбанбай,-чеқир көзлүк шәйтанниң бәшириси дәйдиған. ③Йаман характер, йаман нийәт: униң бу қилиқидин һәқиқий бәширисини биливалғили болиду.