Алим Әһәт

Патент

Исим [русчә] иҗадийәтчиләр вә кәшпийатчиларниң өзлири кәшип қилған мәһсулатларниң пайдисидин бәлгилик вақит ичидә мустәқил мәнпәәтлиниши, адәттә у қанун тәрипидин қоғдилиду: патент һоқуқи.

Пачақ

Исим [парсчә] ①путниң тиздин төвәнки қисми; ширақ: узун пачақ айал. Пачиқини чақмақ. ②Шимниң (иштанниң) тиздин пәстики қисми: иштанниң пачиқи. Пачиқи тар иштан. ③Орундуқ, ширә, кариват қатарлиқ буйумларниң йәргә тайинип туридиған қисми: кариватниң пачиқи. Шотиниң пачиқи. ④Рәвиш. Езилип, пүкүлүп синған, парчиланған, әбҗәқ: ейтти бәг: йүрәйли тез ташлап уни, қийадин домилап өлсун болуп пачақ.