Алим Әһәт

Партлиғуч

①Сүпәт. Партлаш хусусийитигә игә болған, партлайдиған: партлиғуч дора. Партлиғуч мадда. ②«Тил» тәләппуз қилғанда нутуқ органлиридин һаваниң сиқилип партлап чиқиши билән һасил болған, еғизда тосқунлуқни йимирип партлап чиқидиған: партлиғуч тавуш.

Партлимақ

Пеил ①җисимларниң һәҗими тез кеңийип, әтраптики һава бесиминиң өзгиришигә күчлүк тәсир көрситип, тәрәп-тәрәпкә йейилип парчә-парчә болмақ, бөләк-бөләккә аҗрап әтрапқа чечилмақ: дүшмән истиһкамиға ташланған қол бомбилири арқаарқидин партлиди. ②Көчмә мәнидики сөз. Җәмийәттә бәзи вәқәһадисиләр туйуқсиз шиддәтлик йүз бәрмәк, пәйда болмақ, көтүрүлмәк: қозғилаң партлиди.

Партизан

Исим [русчә«франсузчә] дүшмән бесивалған җайларда дүшмәнгә қарши йаки бирәр дөләттә һакимийәткә қарши өз ихтийари билән қо раллиқ күрәш елип барғучилар әтритиниң әзаси: дадам партизанлар сепидә дүшмәнләр билән соқушуп қурбан болғаникән.

Партизанчә

①Сүпәт. Партизан һалитидә, партизан қийапитидә, партизанға охшаш, партизандәк: биздә һазир партизанчә йосун бар. ②Көчмә мәнидики сөз. Мунтизим болмиған, чечилаңғу (турмуш һәққидә): сираҗидин хизмәткә бөлүнгәндин бери партизанчә турмуш кәчүрди.

Партизанлиқ

①Исим. Залим һакимийәткә йаки таҗавузчи дүшмәнгә қарши өз ихтийари билән елип берилидиған қораллиқ күрәш: у өз йуртида партизанлиқ қилди. ②Сүпәт. Партизанларчә характер алған, партизанлар қатнашқан: партизанлиқ уруш.