Алим Әһәт

Пилә Қурти

«Зоологийә» бир хил һашарат. Личинкиси ақуч күл рәң болиду; үҗмә йопурмиқини йәйду, төт қетим терә ташлайду; мәшүт чиқирип ғозәк һасил қилиду вә униң ичидә қуртқа айлиниду; қурти пилә пәрваниси болуп чиқиду, пәрваниси четишип тухум салғандин кейин өлүп кетиду. Личинкиниң чиқарған мәшүти тоқумичилиқниң муһим хам әшйаси һесаблиниду.

Пинҗәклик

Сүпәт ①пинҗики бар, пинҗәк кийгән: йолниң у четидә пинҗәклик бир йигит бу ишларға һәйран болғиничә қарап турмақта. ②Пинҗәк тикишкә йарайдиған, пинҗәк болидиған: бир пинҗәклик терә.