①Исим. Адәм бәдининиң бойундин йуқири, һайван бәдининиң бойундин алдинқи йәни көз, қулақ, еғиз, бурун қатарлиқ әзалар орунлашқан қисми; калла: соқа баш. Гилдиң баш. ②Исим. Тик, өрә нәрсиләрниң йуқири тәрипи; чоққиси: тағ беши. Дәрәх беши. Тонур беши. ③Исим. Башлиқ, рәһбәр: һошур бәг сәрдарни уларға баш қилип, иролға маңдурди. ④Сүпәт. Бирәр кәсип йаки саһәдә башқиларға рәһбәрлик қилидиған, орни башқилардин йуқири: баш катип. Баш инженер. ⑤Сүпәт. Әң муһим, асасий: баш бөләк (грамматикида). Баш вәзипә. ⑥Исим. Көчмә мәнидики сөз. Меңә, әқил, һош, зеһин, көңүл: униң беши җайида әмәс, болмиса ашундақ гәп қиламду?*Бешиң нәгә кәтти ? ⑦Исим. Көчмә мәнидики сөз. Киши, адәм, җан, өз:-бешиңни елип бу йәрдин чиқип кәт, дәпту айал һаммал. ⑧Рәвиш. Аввал, бурун, дәсләп, илгири: йарниң өйи бағрашта, бәлгиси қара қашта. Анчә мәйлиң болмиса, немишқа ойниған башта. ⑨Сүпәт. Биринчи: баш көврүк. Баш бармақ. ⑩Миқдар сөз. Санақ санлар билән келип миқдарни билдүриду: бир баш пийаз. Икки баш чамғур. Он баш қонақ. ⑪Исим. Әсир, йил, пәсил, ай, күн, гәп-сөз қатарлиқлар йаки узунлуқ өлчими билән өлчинидиған нәрсиләрниң башланған җайи, қисми; йуқири тәрипи: йилниң беши. Гәпниң беши. Сайниң беши. Дәрйаниң беши. ⑫Исим. Бәзи зираәт вә көктатларниң калләк болидиған мевиси, һосули, башақ: баш тәрмәк. Баш пийаз. ⑬Исим. Чач: баш ақармақ. Баш чүшүртмәк. ⑭Исим. Бәзи исимлар билән бирикип шу исим арқилиқ ипадиләнгән нәрсини йаки шу нәрсә орунлашқан җайни билдүриду: етиз беши. Ериқ беши.
Түрләр
- Уйғур Тилиниң Изаһлиқ Луғити
- Уйғур Хәлқ-Мақал Тәмсиллири
- Уйғурчә-Инглизчә Аталғулар Луғити
- Уйғур Докторлири
- Йазғучи-Шаирлар
- Җәмийәтшунаслар
- Уйғуршунаслар
- Инсаншунаслар
- Тәрҗимиһал
- Рәссамлар
- Музикантлар
- Хәттатлар
- Дин
- Тарих
- Сәнәт
- Әдәбийат
- Мәдәнийәт
- Йемәк-Ичмәк
- Математика
- Җуғрапийә
- Тебабәт
- Хемийә
- Физика
Дийаримиз
- Уйғур Дийари
- Үрүмчи Шәһири
- Қумул Шәһири
- Турпан Шәһири
- Қарамай Шәһири
- Қәшқәр Вилайити
- Хотән Вилайити
- Ақсу Вилайити
- Алтай Вилайити
- Тарбағатай Вилайити
- Қизилсу Қирғиз Аптоном Области
- Байинғолин Моңғул Аптоном Области
- Бортала Моңғул Аптоном Области
- Или Қазақ Аптоном Области
- Санҗи Хуйзу Аптоном Области
- Бивастә Қарашлиқ Шәһәрләр











