Бай

①Сүпәт. Һеч нәрсигә моһтаҗлиқи йоқ; нурғун мал-дунйаси бар: бай мәмликәт. Бай адәм. ②Сүпәт. Тәркибидә, ихтийарида, бағрида, ичидә керәклик вә пайдилиқ нәрсиләр көп; мол, йетәрлик: йери байниң ели бай (мақал). ③Исим. Мал-дунйа йиғқучи; дөләтмән киши: бай барни бәрмәс, кәмбәғәл қарап турмас (мақал). ④Исим. Байларға мураҗиәт қилишта йаки улар тоғрисида сөз болғанда, уларниң нами орнида йаки намиға қошуп ишлитилиду: дедим туруп:-бай ака, оғри дәмсиз мени сиз? Қотандики изларни, қарап көрүң қандақ из. ⑤Исим. Һөрмәт йүзисидин киши намиға қошуп ишлитилиду һәм киши исминиң тәркибий қисмиға кириду: әмәтбай. Ташбай. ⑥Исим. Шинҗаң Уйғур аптоном райони ақсу вилайитидики бир наһийиниң исми.

Leave a Reply

Your email address will not be published. Required fields are marked *