Бағлиғучи ①икки җүмлә йаки җүмлә бөләклирини тәңдаш мунасивәттә бағлап келиду: мән адил билән мухтәрни базарда учраттим. ②«Ған, қан,-гән,-кән» билән ахирлашқан сүпәтдаштин кейин келип, мәнә җәһәттин қарши болған әгәшмә җүмлә билән баш җүмлини бағлаш үчүн хизмәт қилиду: мән бу шәһәргә кәлмигән билән, башқа җайларға барғанмән. ③Иш-һәрикәтниң васитисини билдүриду: қоли билән елип, пути билән берипту (мақал). ④Абстракт мәнидики исимлар билән бирикип, иш-һәрикәтниң қандақ роһий һаләттә орунлинишини билдүриду: улар бизни хушаллиқ билән қарши алди. ⑤Вақит мәнисидики сөзләр билән келип, иш-һәрикәтниң қачан садир болғанлиқини, қанчә вақит давамлашқанлиқини билдүриду: улар қәшқәргә таң сәһәр билән йетип кәлгәниди. ⑥Орун, җайни билдүридиған исимлардин кейин келип, иш-һәрикәтниң шу җайни бойлап йөнәлгәнликини билдүриду: мән базар билән кәлдим. ⑦«Биллә», «бирликтә» рәвишлири билән келип, биллилик уқумини билдүриду: асим өзиниң партизан йигитлири билән биллә йетип кәлди. ⑧Икки тәрәп қатнишиш билән болидиған иш-һәрикәтниң қарши тәрипини билдүриду: мән турсун билән икки саәт параңлаштим. ⑨Иш-һәрикәтниң йаки һаләтниң, вәқәниң йүз беришигә өзидин алдинқи сөз арқилиқ ипадиләнгән нәрсә сәвәб, асас болғанлиқини билдүриду: қан билән киргән хуй җан билән чиқар (мақал). ⑩Рәвишдашлар билән биллә келип, мәлум бир иш, ой-пикиргә берилип кәткәнликини билдүриду: у хийал билән олтуруп, мениң киргинимни сәзмәй қалди. ⑪Вақит, пәйт мәнисини билдүридиған әгәшмә җүмлиләрдә исимдаштин кейин келип, иш-һәрикәтниң баш җүмлидә ипадиләнгән иштин бурун беҗирилгәнликини билдүриду: баш әтийаз келиши билән мән сәрсан болуп кетип қалдим.
Түрләр
- Уйғур Тилиниң Изаһлиқ Луғити
- Уйғур Хәлқ-Мақал Тәмсиллири
- Уйғурчә-Инглизчә Аталғулар Луғити
- Уйғур Докторлири
- Йазғучи-Шаирлар
- Җәмийәтшунаслар
- Уйғуршунаслар
- Инсаншунаслар
- Тәрҗимиһал
- Рәссамлар
- Музикантлар
- Хәттатлар
- Дин
- Тарих
- Сәнәт
- Әдәбийат
- Мәдәнийәт
- Йемәк-Ичмәк
- Математика
- Җуғрапийә
- Тебабәт
- Хемийә
- Физика
Дийаримиз
- Уйғур Дийари
- Үрүмчи Шәһири
- Қумул Шәһири
- Турпан Шәһири
- Қарамай Шәһири
- Қәшқәр Вилайити
- Хотән Вилайити
- Ақсу Вилайити
- Алтай Вилайити
- Тарбағатай Вилайити
- Қизилсу Қирғиз Аптоном Области
- Байинғолин Моңғул Аптоном Области
- Бортала Моңғул Аптоном Области
- Или Қазақ Аптоном Области
- Санҗи Хуйзу Аптоном Области
- Бивастә Қарашлиқ Шәһәрләр











