Бир

①Сан. «Математика» әң кичик санақ сан вә бу санни ипадилигән «1» рәқими: гәп бир, қулақ икки (мақал).*Бирни биргә қошса икки болиду. ②Исим. Үчинчи шәхс қошумчиси «и» билән келип мәлум бир «киши, адәм» дегән мәнини билдүриду: биридин қутулуп ониға тутулдум (мақал). ③Алмаш. Исимларниң алдида келип «шу», «мушу», «охшаш бир» дегән мәниләрни билдүриду: һейтәм әр-хотун бир мәктәптә ишләйду. ④Алмаш. Ениқсиз қошумчә вәзиписидә келип «қандақтур, аллиқандақ, қайсидур, қачандур» ға охшаш мәниләрни билдүриду: бир күни. Бир ахшими. ⑤Рәвиш. Пеилларниң алдида һаләт болуп келип, иш-һәрикәтниң мәнисини күчәйтиш ролини ойнайду: бу хәвәр мәһәллигә бир кәлди. ⑥Алмаш. «Ким», «немә» соал алмашлири билән қошулуп ениқсиз алмаш ролида келиду: айгүл йолда тонуш бирким учрап қалса болатти, дәп пат-патла әтрапиға қарап қойатти. ⑦Сүпәт. Ениқлиғучи болуп келип ениқланғучини гәвдиләндүрүш, бәлгә вә хусусийәтни күчәйтиш үчүн хизмәт қилиду: бу наһайити мурәккәп бир мәсилә. ⑧Йүкилмә. «Йалғуз», «пәқәт» дегән мәнидә тәкитләп көрситиш үчүн хизмәт қилиду: бу ишни бир турсунла билиду, башқилар билмәйду. ⑨Сүпәт. Исимлиқ җүмлиниң хәвири болуп «ортақ», «охшаш» дегән мәниләрдә келиду: әрәбләр 32 дөләт вә районға бөлүнгән болсиму уларниң тили бир, йезиқи бир, етиқади бир. ⑩Рәвиш. Башқа сөзләр билән бирикип сөз йасаш ролини ойнайду: бир аз. Бир қур. ⑪Бағлиғучи. «Бирдә», «бәзидә» дегән мәниләрни билдүрүп, айриғучи бағлиғучи вәзиписидә келиду:-бир ундақ дәп, бир мундақ дәп диққитимни чечивәттиңиз әпәндим,-дәпту һәсән зәргәр.

Leave a Reply

Your email address will not be published. Required fields are marked *