Бошлуқ

Исим ①әркин-азадилик; бикар: өз өйүмниң хушлуқи-пут-қолумниң бошлуқи (мақал). ②Әтрапи мәлум нәрсә билән оралған, ичи бош, халий җай: димағ бошлуқи. Еғиз бошлуқи. ③Земиндин халий башқа йултузлар арилиқидики мусапилар: аләм бошлуқи. Асман бошлуқи. ④Суслуқ, бошаңлиқ: бу балиниң ишқа бошлуқини қандақ қилармиз. ⑤Бош йатқан йәр, җай: бағниң оттурисидики бир кәң бошлуққа бирдәмдила нурғун балилар топланди. ⑥Маддилар мәвҗутлуқиниң бир хил обйектип шәкли. Кәңлик, узунлуқ, егизлик арқилиқ ипадилиниду. ⑦Толуқсизлиқ, кәмлик: бу луғәт Уйғур луғәтчиликидики бир бошлуқни толдуриду.

Leave a Reply