Пеил ①бир йүрүш йаки бир пүтүн нәрсини парчилимақ, чувумақ, сөкмәк, ағдурмақ, вәйран қилмақ, керәктин чиқармақ: өйни бузмақ. Машинини бузмақ. ②Йоқ қиливәтмәк, йоқатмақ: у шиминиң қирини бузмаслиқ үчүн тизини үстигә сәл тартип авайлап олтурди. ③Йарамсиз, лайиқсиз, сүпәтсиз қилип қоймақ; әпләштүрәлмәй қалмақ: у тузни тәңшийәлмәй, ашни бузуп қойупту. ④Һәқиқәттикидин, әслидикидин башқичә қилип ипадилимәк (гәп-сөз һәққидә): у йетип келип надәмниң мәйдисигә ноқуп:-ма йаққа маң, бизниң сәйни алиду мән пул бериду,-деди Уйғур тилини бузуп сөзләп. ⑤Мәвҗут вәзийәтни, кәйпийатни, һаләтни өзгәртмәк; дәхли қилмақ: тинчлиқни бузмақ. Җимлиқни бузмақ. Тәләтини бузмақ. ⑥Мас кәлмәй қалмақ, нуқсан йәткүзмәк: йеңи селинған биналар арисидики бу қәдимий өйләр қоруниң йеңичә һөснини бузуп туратти. ⑦Бәрбат қилмақ, бикар қилмақ, йоққа чиқармақ: пиланни бузмақ.*Ишни йәнила нурмуһәммәт бузди. ⑧Риайә, әмәл қилмай, хилап һәрикәтләр билән шуғулланмақ: қанунни бузмақ, вәдини бузмақ. ⑨Соғуқчилиқ чүшүрүп йаман ақивәт пәйда қилмақ; йаманлаштурмақ, чатақлаштурмақ, айривәтмәк: арини бузмақ. Аилини бузмақ.*Йаман һарва йол бузар, йаман адәм йурт бузар (мақал).⑩Әслидики чәкни бөсүп өтмәк; һалқимақ: рекортни бузмақ. ⑪Роһий җәһәттин чиритмәк; тоғра йолдин аздурмақ; айнитмақ: чақни бузған ханиси, қизни бузған аниси (мақал). ⑫Иппәт-номусини дәпсәндә қилмақ, иппәт-номусиға тәгмәк, айағ асти қилмақ (қизлар һәққидә): намәтниң пул билән йаш қизларни бузғанлиқи һәққидики материйалға асасән йеқинда сақчи идариси уни қолға алди. ⑬Биһудә сәрп қилмақ, исрап қилмақ, зайә қилмақ: пулни бузмақ.
Түрләр
- Уйғур Тилиниң Изаһлиқ Луғити
- Уйғур Хәлқ-Мақал Тәмсиллири
- Уйғурчә-Инглизчә Аталғулар Луғити
- Уйғур Докторлири
- Йазғучи-Шаирлар
- Җәмийәтшунаслар
- Уйғуршунаслар
- Инсаншунаслар
- Тәрҗимиһал
- Рәссамлар
- Музикантлар
- Хәттатлар
- Дин
- Тарих
- Сәнәт
- Әдәбийат
- Мәдәнийәт
- Йемәк-Ичмәк
- Математика
- Җуғрапийә
- Тебабәт
- Хемийә
- Физика
Дийаримиз
- Уйғур Дийари
- Үрүмчи Шәһири
- Қумул Шәһири
- Турпан Шәһири
- Қарамай Шәһири
- Қәшқәр Вилайити
- Хотән Вилайити
- Ақсу Вилайити
- Алтай Вилайити
- Тарбағатай Вилайити
- Қизилсу Қирғиз Аптоном Области
- Байинғолин Моңғул Аптоном Области
- Бортала Моңғул Аптоном Области
- Или Қазақ Аптоном Области
- Санҗи Хуйзу Аптоном Области
- Бивастә Қарашлиқ Шәһәрләр











