Б

Болшевизм

Исим [русчә] «пәлсәпә» ишчилар һәрикитиниң инқилаби арқилиқ капиталистик җәмийәтни ағдуруп, коммунистик җәмийәт қурушта русийә вә хәлқара ишчилар һәрикити тәҗрибисини өгиниш асасида ленин тәрипидин оттуриға қойулған нәзәрийә вә тактика.

Болмиса

①«Болмақ» пеилиниң 3-шәхс болушсиз шәрт райи: болса болар, болмиса из пули болар (мақал).*Бу иш бүгүн болмиса әтә болар. ②Қаримуқарши бағлиғучи «йаки«, «әгәр ашундақ қилинмиса» мәнилиридә келиду:-мәззисини қорсаққа чүшкәндә билисән, болмиса, әкәлгинә қовурғаңниң қалғинини мән йәветәй,-дәпту түлкә. ③Ундақ болмиған тәқдирдә, у һалда:-шундақ, болмиса немә чарә бар? Деди әхтәм сулайманға.

Болушичә

Рәвиш ①имканқәдәр, қолидин келишичә, қилалиғиничә, анчә күчәп кәтмәй: болушичә қилмақ. ②Пүтүн имканийити билән; җениниң баричә:-етиңни болушичә чаптуруп қоғла, болмиса йетишәлмәйсән, деди йолучи атлиқ балиға.